щ- тавуши-һәрипи бар сөзләр уйғур тилида наһайити кам учришидиғанлиқтин, униң орниға– ш- sh тавуши-һәрипини алса болиду.
ъ-қаттиқлиқ бәлгүси орниға апостроф (') қоюлса болиду. М., сүръәт-súr'а́t, жүръәт-cur' а́t, сәнъәт-sа́n'а́t.
ь-юмшақлиқ бәлгүси орниға һеч бәлгү алмисақму болиду. ШУАРда қоллиниливатқан уйғур әдәбий тилиниң имласида һәм тәләппузида бу бәлгү һәм юмшақлитиш ишлитилмәйду: пальто-palto (ШУАРдики имлада: пәлто-pа́lto), пальма –palma (палма)
Қош һәрипләр-тавушлар жәһәттин:
я=й+а орниға y+a (яз-yaz, яшлиқ-yashliq, қуяш-quyash), ю=й+у орниға y+u алсақ болиду: (юлтуз-yultuz, оюн-oyun)
ё-й+о: Пәқәт рус тилидин киргән бир-икки сөздила учришидиған бу қош һәрип-тавуш ҚЛУАға киргүзүлмигән.
е һәрип-тавуши рус тилидикигә охшаш бәзидә й+е тавушлирини ипадиләйду: Европа, Елена, подъезд. Шуңлашқа ҚЛУА да бу сөзләрни Yevropa, Yelena, pod'yezd шәклидә язса болиду.
Қисқартилған сөзләрниң ичидә бир қош һәрип болса, униң биринчиси чоң һәрип билән иккинчиси кичик һәрип билән йезилиду: АҚШ-AQSh
ҚЛУА дики һәрипләрниң нами кирилл һәриплириниң нами билән қалиду. М., Bb-be, Vv-ve, Xx-xa, Hh-ha вә ш.о
Достарыңызбен бөлісу: |