Утуқлар башланмиси
Йеқинда елимизниң Маарип министри Ғани Бейсембаев PISA-2022-ниң йәкүнлири билән бөлүшти. Униңда Қазақстанниң бу баһалашқа қатнашқан 81 дөләтниң ичидә алдинқи 50 дөләтниң қатариға киргәнлигини (математикилиқ сават бойичә 46-орун, 2018-жили 54-орунда болған; тәбиий-илмий сават бойичә 49-орун, 2018-жили 69-оурнда болған; оқуш савати бойичә 61-орун, 2018-жили 69-орунда болған) билим бериш саһасидики чоң утуқ ретидә атап өтти. Һәқиқәттәнму бу билим бериш саһаси бойичә зор нәтиижә.
2022-жилқи PISA нәтижилири төвәндикичә болған (Қазақстанниң билим бериш бойичә дуниядики орни ениғирақ көрситилиши үчүн математикилиқ сават бойичә барлиқ дөләтләрниң тизими берилди): Сингапур, Макао (Хитай), Тайвань, Гонконг (Хитай), Корея, Эстония, Швейцария, Канада, Ирландия, Дания, Улуқ Британия, Польша, Австралия, Чехия, Финляндия, Швеция, Йеңи Зеландия, АҚШ, Бельгия, Австрия, Латвия, Германия, Словения, Литва, Франция, Испания, Венгрия, Португалия, Хорватия, Нидерланды, Италия, Норвегия, Израиль, Вьетнам, Мальта, Словакия, Исландия, Түркия, Бруней, Украинаниң бәзи регионлири (27 сидин 18 и), Сербия, Бирләшкән әрәп әмирлиги, Греция, Румыния, Қазақстан, Моңғолистан, Кипр, Болғария, Молдова, Катар, Чили, Уругвай, Малайзия, Черногория, Баку (Әзәрбәйжан), Мексика, Таиланд, Перу, Грузия, Сәүдийә Әрәпстани, Шималий Македония, Коста-Рика, Колумбия, Бразилия, Аргентина, Ямайка, Албания, Палестина территориялири, Индонезия, Марокко, Өзбәкстан, Иордания, Панама, Косово, Филипинлар, Гватемала, Сальвадор, Доминикан Жумһурийити, Парагвай, Камбоджа.
PISA (Program for International Student Assessment), йәни Оқуғучиларниң билим елиштики утуқлирини баһалашниң хәлиқарилиқ программиси. Бу программа бойичә түрлүк дөләтләрдики 15 яшлиқ оқуғучиларниң функционаллиқ савати баһалиниду. Программини Ихтисадий һәмкарлиқ вә тәрәққият тәшкилати (ИҺТТ) 2000-жилдин башлап әмәлгә ашуруп кәлмәктә. 1948-жили қурулған ИҺТТ-ға базар ихтисади тәрәққий әткән 34 дөләт кириду. Тәшкилатниң асасий мәхсити - әза дөләтләрниң ихтисадий сәяситини вә йеңидин тәрәққий етишкә башлиған дөләтләргә ярдәмлишиш сәяситини уйғунлаштуруш болуп һесаплиниду.
PISA 15 яштики оқуғучиларниң мәктәптә алған билим вә иқтидарлирини һаятта дуч келидиған һәр хил мәсилиләрни йешиштә, кишилик мунасивәтләрдә қоллиниш қабилийитини, йәни функционаллиқ саватини баһалайду. Функционаллиқ сават –кәң мәнада алған билимни һаятниң һәр хил саһалирида пайдилинишни билиш. Ениғирақ ейтқанда, шәхсниң ижтимаий, мәдәний, сәясий вә ихтисадий паалийәтләргә жошқун һалда арилишиши, кәспи вә йешидин қәтъий нәзәр давамлиқ билимини йетилдүрүши. Шәхсниң асасий функционаллиқ иқтидарлири: тәшәббускарлиқ, ижадий ойлаш, мәсилини йешишниң һәр хил йоллирини тепиш, кәспий йолни таллашни билиш, өмүр бойи оқушқа тәйяр болуш.
«Функционаллиқ сават» чүшәнчиси дәсләп 1960-жиллири ЮНЕСКО һөжжәтлиридә қоллинилған.
РІSА тәтқиқатлири бүгүнки күндә дуниядики оттура билим беришниң үнүмини селиштурма баһалашниң универсал қурали сүпитидә қаралмақта. Тәтқиқат нәтижилири билим бериш системисини тәрәққий әткүзүш стратегиясини бәлгүләштә муһим роль ойнайду. РІSА тестлаш арқилиқ оқуғучиларниң үч саһадики функционаллиқ саватини ениқлайду:
1. Оқуш савати, 2. Математикилиқ сават 3. Тәбиий-илмий сават
Тестлаш үч жилда бир қетим болиду. Һәр қетимда үч саһаниң биригә алаһидә әһмийәт берилиду.
Бу йәрдә РІSА бойичә умумий чүшәнчигә егә болуш үчүн Оқуш саватиниң мәзмуниға қисқичә тохтилип өтәйли. Оқуш савати төвәндики қабилийәтләрни өз ичигә алиду:
1) оқуғучиниң язма мәтинләрни чүшиниши вә қоллиниши;
2) уларниң мәзмуни һәққидә ойлиниши;
3) өзиниң мәхситигә йетиш үчүн оқуши;
4) өзиниң билимини вә мүмкинчиликлирни кәңәйтиш үчүн оқуши;
5) ижтимаий һаятқа арилишиш үчүн оқуши.
Язма мәтингә тил, графикилиқ символлар шәкилдә қоллинилған бағлинишлиқ мәтинләр кириду. Улар язма, басма вә электрон түрдә болиду.
Мундақ мәтиндә сөзләр билән берилгән диаграмма, графика, хәритә, жәдвәл, рәсим вә комикслар болуши мүмкин. Язма мәтингә аудиоязмилар, фильмлар, мультфильмлар, радио аңлитишлири вә телевидение көрситишлири, сөзлири йоқ рәсимләр кирмәйду. Язма мәтин һәр хил мәзмунда болуши мүмкин: бәдиий, илмий, әхбаратлиқ вә б.
Мәтин типлири төвәндикичә болиду:
а) Тәсвирләш мәтини. Нәрсә, һадисә, вақиәләрниң асасий бәлгүлирини көрситидиған, умумий характеристика вә баһа беридиған мәтин типи. У статикилиқ характерға егә. Шуңлашқа мундақ мәтиндә исим, сүпәтләр көпирәк болиду. Асасий соаллири: Бу немә? У қандақ?
ә) Баянлаш мәтини. Мәлум бир вақитта йүз бәргән вақиәни пәйдин-пәй, мәнтиқилиқ асаста ейтиш. Мундақ мәтинләр адәттә динамикилиқ характерға егә. Шуңлашқа уларда пеил көп ишлитилиду. Асасий соаллири: Қачан болған? Немә болған? Қәйәрдә болған?
б) Мулаһизә мәтини. Нәрсә, һадисә вә вақиәләрниң маһийитини чүшәндүрүш, ишәндүрүш, тәһлил қилиш вә дәлилләшкә асасланған мәтин. Асасий солаллири: Немишкә? вә Немә үчүн?
Мәтин форматлири төвәндикичә болиду:
1. Туташ мәтин. Мундақ мәтинләр абзацларға бириккән жүмлиләрдин тәркип тапиду. Абзацлар болса, өз новитидә параграфларға, бапларға бирикиду.
2. Туташ әмәс мәтин. Мундақ мәтинләрниң қурулуми башқичә болиду. Туташ әмәс мәтингә тизим, жәдвәл, графика, диаграмма, елан, кәштә, каталог, индекслар мисал болалайду.
3. Арилаш мәтин. Мундақ мәтиндә туташ вә туташ әмәс мәтинләрниң алаһидиликлири өз әксини тапиду.
4. Қурулмилиқ мәтин. Бу хил мәтин формати өз алдиға мустәқил түзүлгән мәтинләрни бириктүриду. Мәсилән, бирнәччә туристлиқ компанияләрниң бир йәргә топланған рекламилири. Уларниң мәзмуни йеқин яки бир-биригә қарши болуши мүмкин.
Оқуш ихтидарлири - мәтин билән ишләшниң идракий стратегиялири вә усуллирини өз ичигә алиду. PISA-да оқуғучиларниң оқуш савати мошу иқтидарлар бойичә баһалиниду:
1. Тепиш вә елиш. У оқуғучиларниң мәтиндики керәк әхбаратқа йол тепиш вә уни елиш ихтидарини нәзәрдә тутиду.
2. Бириктүрүш вә изаһлаш (интеграция вә интерпретация). Бириктүрүштә мәтинниң һәр хил жайлиридики өзара мунасивәтлик парчиларни бириктүрүп бир пүтүн мәзмунни һасил қилиш нәзәрдә тутулса, изаһлашта мәтиндә очуқ ейтилмиған яки йошурун кәлгән, әстәрлик ейтилған пикирни ениқлаш, изаһлаш нәзәрдә тутулиду.
3. Ойлиниш вә баһалаш. Буниңда оқуғучи мәтин билән тонушқичә болған билимлири, сезимлири, тәжрибилири вә идеялиригә асаслиниду. Ойлиништа мәтиндики әхбаратни шулар билән селиштуриду, қариму-қарши қойиду. Баһалашта шуларға асаслинип мәтиндики пикиргә өзиниң көзқаришини билдүриду. Мәтин мәзмуни бойичә ойлиниш вә уни баһалашта оқурмән мәтиндики әхбаратни мунасивәтлик мәтиндин сирт әхбарат билән бағлаштуриду.
Оқуғучиларниң функционаллиқ саватини риважландуруш тоғра йолға қоюлса, оттура мәктәпни тамамлиған оқуғучи төвәндики салаһийәтләргә егә болуши керәк:
1. Пухралиқ (қазақстанлиқ патриотизм, мәдәний охшашлиқлар асасида өзиниң вәтини үчүн жавапкәрликни сезиниш қабилийити);
2. Башқуруш (проблемини йешиш қабилийити);
3. Әхбаратлиқ (мустәқил билим елиш қабийити яки өмүр бойи билим елишни билиш);
4. Коммуникативтлиқ (қазақ, рус, инглиз вә ана тиллирида еғизчә, йезиқчә үнүмлүк мунасивәт ясаш қабилийити);
5. Ижтимаий (ижтимаий һәмкарлишиш қабилийити);
6. Шәхслик (өзини тәшкилләш, өз алдиға мукәммәлишиш, һаятий вә кәспий йолини тоғра, мустәқил таллаш, өзи имканийитини намайиш қилиш, төзүмлүк болуш);
7. Технологиялик (илмий вә санлиқ технологияләрни жуқури дәрижидә пайдилиниш қабилийити).
Оқуғучиларниң функционаллиқ саватини ашуруш билим бериштә Блум таксаномиясигә асаслиниш билән зич мунасивәтлик. 1956-жили америкилиқ психолог Бенжамин Блум «Билим бериш мәхсәтлириниң таксономияси: Идрак саһаси» намлиқ китавини нәшир қилиду. Униңда Блум ойлашниң алтә дәрижиси тоғрисида өз пикрини оттуриға қойиду. Бу алтә дәрижә ойлашниң әң төвәнки дәрижисидин тартип әң жуқарқи дәрижисини өз ичигә алиду. Блумниң пикричә бу алтә дәрижә төвәндикичә тәртиптә келиду: билиш, чүшиниш, қоллиниш, анализ (тәһлил), синтез, баһа бериш.
Ойлашниң, идракниң әң төвәнки дәрижиси билиш, униңдин кейинкиси чүшиниш вә ш.о. Қанчә жуқурилиғансири ойлаш жәрияни шунчә мурәккәплишиду. Билим бериш саһасиға мунасивәтлик ейтқанда, Блум таксаномиясиниң дәрижилирини оқуғучиларниң материални өзләштүрүшниң дәрижилири дәп қарашқа болиду. Әнъәнивий Блум таксономияси төвәндики мәзмунларни өз ичигә алиду:
1.Билиш: Мәзмуни: Әхбаратни әскә елиш, ядқа елиш, ениқлима вә аталғуларни қайтилашни өз ичигә алидиған ойлаш дәрижиси. Бу йәрдә чүшиниш тәләп қилинмайду. Асасий сөзлири: Атимақ, әскә алмақ, тәсвирлимәк, ейтип бәрмәк, тонумақ, көрсәтмәк, хәвәрлимәк, ениқлимақ, қайтилимақ, бәлгүлимәк, әслигә кәлтүрмәк, көз алдиға кәлтүрмәк, тапмақ, ядлимақ. Асасий соаллири, тапшурмилири (мисаллар билән): «Қутадғу билик» дастаниниң муәллипи ким? Жүмлиниң егиси дегинимиз немә? Қазақ ханлиғи қачан қурулған? Қазақстанниң пайтәхти қайси шәһәр? Жүмлиниң бир хил бөләклири қандақ йезилиду? Шеирни ядқа ейтип бериң. Мавзуниң тирәк сөзлирини атап бериң.
2. Чүшиниш: а) Мәзмуни: Билгән, егилигән әхбаратниң мәнасини чүшинишни, башқиларға чүшәндүрүшни, асасий ойни башқичә ейтип беришни билдүридиған ойлаш дәрижиси. «Чүшиниш» уқуми төрт түрлүк мәзмунни өз ичигә алиду: Чүшәндүрүш (интерпретация) – асасий әхбарат, идеяләрни вә уларниң арисидики мунасивәтни ениқлаш. «Немишкә? Қандақларчә?» дегән соалларға жавап издәш. Көчириш (трансформация) – әхбарат, идеяниң асасий мәнансини сақлиған һалда, башқа системиға, шәкилгә көчириш: формулини сөз билән ейтип бериш, графикни оқуш, сурәтни чүшәндүрүш, әхбарат, идеяни өз сөзи билән ейтип бериш.
Достарыңызбен бөлісу: |