Синип саатниң мавзуси: Елимниң мустәқиллиги хәлқим әркинлиги



Дата10.06.2016
өлшемі41.14 Kb.
#126999
Синип саатниң мавзуси: Елимниң мустәқиллиги хәлқим әркинлиги

Синип саатиниң мәхсити: 1. Оқуғучиларниң елимиз Қазақстанниң

мустәқиллиги тоғрисида чүшинигини

чоңқурлитиш. Оқуғучиларни ата макан тарихи

билән тонуштуруш. Яш өсмүрләргә елимизниң

қәһриман оғланлири тоғрисида мәлумат

бериш.

2.Оқуғучиларни гөзәлликни баһалап,



қәдирләшни, туғулған әл, Вәтән

тоғрисида чүшинигини қелиплаштуруш.

3.Оқуғучиларға туғулған әлгә, йеригә болған

иштияқини күчәйтиш.Өз елиниң тарихини ,

тилини, динини, урпи- адитини қәдир тутушқа

тәрбийләш.

Синип саатниң көрнәкликлири:Елимизниң көркәм жайлириниң рәңлик сүрәтлири.« Елимниң мустәқиллиги хәлқим әркинлиги» сөзи йезилған плакат.

Синип саатниң бериши

І. Киришмә қисми

ІІ.Асасий қисим.

І- тур. «Шеирийәт беғида»

ІІ-тур. « Мән яш рәссам» сүрәт конкурси

ІІІ.Йәкүнләш

І Киришмә қисми. Уюштуруш.

Оқуғучиларни синип саатқа тәйярлаш.

Муәллим:


Шаттық нұры шашылып зембіректен,

Шуағым күн төгеді енді көктен.

Шылбыр үзді даланың арғымағы,

Тәуелсіздік жалауын желбіреткен

-Әссалам һөрмәтлик устазлар, оқуғучилар!

Өзимизниң елидә

Өзимизниң йеридә.

Өзәңни бәхитлик сезин.

Течлиқ сүргән елимдә.- дәп олтирип, әсирләр бойи азатлиқни арман қилған ата-бовилиримизниң йоли азаплиқ, тәғдири еғир болған.Талай зорлуқ,төһмәтләрни баштин кәчүргән.Шу ата-бовилиримизниң армини бизниң таңларда орунлинип, бәхит ичигә бөләнгән әлләр қатарида дәврән сүрмәктимиз.

Қазақстан өз мустәқиллигини 1991- жили 16-декабрьда алди. Өз мустәқиллигини алғандин бу ян Қазақстан жуқури пәлилиәргә өрләп, көп утуқларға йәтти. Биз Қазақстан Жумһурийитиниң пухралири течлиқ әлдә бәхитлик, дост болуп яшимақтимиз.

Бизниң бүгүнки 16-декабрь мустәқиллик күнигә арналған « Елимниң мустәқиллиги хәлқим әркинлиги» намлиқ синип саатни башлашқа рухсәт етиңлар!.

.Қени балилар алдимизда қандақ күн келиватиду?

-Алдимизда «16- декабрь мустәқиллик күни» келиватиду.

Соал-жавап

1.Дөлитимиз башчиси ким?

2.Қазақстан Жумһурийити қачан өз мустәқиллигини қачан алди?

1-жүргүзгүчи:

- Жәмийәттә өмүр сүргүчи һәр бир адәм тәлим-тәрбийисиз, һүнәрсиз, билимсиз, әмгәксиз өмүр сүрәлмәйду. Шуниң үчүн , ана сүтини вә атиниң иллиқ меһрини устазниң тәлим- тәрбийиси билән өткүзүш балилиқ дәвримизниң әң бәхитлик дәмлиридур.

2-жүргүзгүчи:

-Бағниң қуши һәр адәмгә қонуп бир,

О, Тәңирим бизни бағқа йолуқтур.

Бүгүн мана Вәтинимиз қойнида,

Жүригимиз « бәхитлик » дәп соқуп тур.

Эльмурат:

Әң биринчи бәхтим - хәлқим мениң,

Шуниңға беримән оюмниң алтун кенин.

У бар болса мән бармән, хар болмаймән,

Қиммәтәрәк алтундин нәрқим мениң.

Икрам:

Ортақ макан йәр шари,



Үстимиздә бир асман.

Барлиқ милләт балиси,

Достлуғимиз ярашқан.

Анель:


Ортақ бизгә бир Вәтән,

Ортақ йәрниң байлиғи .

Әмгәк ортақ, саз ортақ,

Ортақ бизгә һәммиси.

Мунира:

Қериндаш биз һәммимиз,



Биз Вәтәнни сөйимиз.

Бәхитлик әлдә туғулдуқ,

Бәхитлик өмүр сүримиз.

Абдулхамид:

Әнди бүгүн қарисам,

Әтрапим бәхит, кәң ятар.

Бир-бири билән қериндаш,

Қол тутушуп әл яшар.

Руфат:

Бирлиги йоқ әл тозийду,



Бирлиги күчлүк әл тозийду.

Дилбирим:

Әлдә инақлиқ , бирлик болғанда хәлиқ бәхитлик өмүр сүриду.

«Һәр қачан болсун қуяш» нахшиси орунлиниду.

Күн чирайлиқ, көк аләм,

Бу- сүрити яш балиниң.

Ақ қәғәзгә салған өзи

Йезилған бар сөзи.

Һәр қачан болсун қуяш,

Һәр қачан болсун асман.

Һәр қачан болсун анам,

Һәр қачан болай мән.

Муәллим:

Әмгәк қилсаң, әтики

Бәхитимгә ишинимән.

Мәхситимгә йәткүзәр

Вақитимға ишинимән.- дәп олтирип, балилар ІІ- турни башлаймиз.

ІІ-тур «Мән яш рәссам»

Оқуғучиларға ақ варақлар тарқитилип, « Келәчәк Қазақстан» мавзусида сүрәт салдуруш.Яхши сүрәт салған оқуғучини мақташ, рәғбәтләндүрүш.

ІІІ-Йәкүнләш

- «Биз бәхитлик балилар» намлиқ синип саатимиз силәргә яқтиму?

Бизгә очуқ күн керәк,

Асман керәк көп-көк.

Хошаллиққа бөлүп турар,

Бәхитлик өмүр төкәр нур.

-Шуниң билән бүгүнки тәрбийилик синип саатимиз аяқлашти.Сөйүмлүк елимизни қәдирләп сөйүшни билиңлар!Барлиғиңларға рәхмәт!

№5 оттура мәктиви

Тәкшүрди: Бәкитимән:

тәрбийә ишлири бойичә мудир орунбасари мәктәп мудири

______________ Г. Тохтасунова _____________ Б. Юлдашева



Елимниң мустәқиллиги- хәлқимниң әркинлиги

М.С.Кадырова

Достарыңызбен бөлісу:




©dereksiz.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет