1. Балилар, берилгән сүрәтләрдин немини байқидиңлар?
2. Мошу мәсилә бойичә қандақ ой ейтар едиңлар?
3. Бүгүнки күндә мошу ситуацияни қандақ чүшинисиләр?
4. Балилар, бүгүнки бизниң дәрисимизниң мавзуси қандақ екән?
ҚБ: Үш хошәмәт
Ой қозғаш
Синип: 7 «ә»-синипи
Пәни: Уйғур тили
Пән муәллими:Р.Хитахунова
VI-бөлүм: Интернет вә ижтимаий торлар
Мавзу:Интернетниң пайдиси билән зийини
7.1.5.1 проблемилиқ соалларға тиңшалған мәтиндин мәлуматлар көрситип, дәлилләп, жавап бериш өз жававини өзгиләрниң жаваплири билән селиштуруш, тәһлил қилиш
7.4.4.3 бағлиғучиларниң, тиркәлмиләрниң , уланмиларниң түрлирини пәриқләндүрүшни билиш, уларни орунлуқ қоллиниш;
Дәрисниң мәхсити
Ярдәмчи сөзләр
Бағлиғучилар
Уланмилар
Тиркәлмиләр
Бағлиғучилар
Таллиғучи
Сәвәп-нәтижә
Шәрт
Яки, мәйли, бирдә, бәзидә, бир дәм, бир туруп, гайида
Шуңлашқа, шуниң үчүн, шуңа, чүнки, сәвәви в.б.
Әгәр, әгәрдә, мабада, навада
«5 соал» усули
- Интернет дегинимиз немә?
- Интернетниң қандақ пайдиси бар?
- Интернетниң қандақ зийини бар?
- Қандақ ижтимаий торларни билисиләр?
- «Гаджет» дегинимиз немә?
ҚБ:
Интернетниң пайдиси
Интернет уқуми ХХ әсирниң ахирлирида пәйда болсиму, тез сүръәттә иштикләп, пүткүл аләмгә кәң қанат яйди. Бүгүнки таңда интернетни турақлиқ пайдиланғучилар сани дуния бойичә 1,5 миллиард адәмдин ешипту. Бу – Йәр шари хәлқиниң төрттин бири дегән сөз.Интернет бизниң өмримизгә һаҗәт болуватқан бирдин-бир қолайлиқ васитә болмақта. Шуңлашқа бүгүнки аләмшумуллаштуруш дәвридә интернет асасий әхбарат қуралиға айланғанлиғи мәлум.
Алди билән шуни ейтиш керәкки, интернет көплигән пайдилиқ нәрсиләргә егә болушимизға зәмин яритиду. Болупму, у яшларниң күндилик турмушидики асасий қуралға айланди. Интернет арқилиқ аләмдә йүз бериватқан йеңилиқ-өзгиришләрдин өз вақтида вақип болуп, башқа мәмликәтләрниң тәрәққиятиға зәмин болуватқан тәҗрибиләрни «Maіl.Ru Агент», «Facebook», «Skype» вә башқиму иҗтимаий торлири арқилиқ өз вақтида алақилишиш, керәклик материалларни елиш вә әвәтиш, бәтму-бәт сөзлишиш, вә биз билип-билмәйдиған, башқиму нурғун әвзәлликлиридин пайдилинишқа болиду.
Интернетниң пайдисидин ташқири зийининиңму бар екәнлигини анчә байқимай келиватимиз. Биринчидин, интернет саламәтликкә ховуплуқ. Компьютер алдида узақ олтарған адәмниң көзигә, әқлигә тәсир йәткүзүп, униң әсәб талчиқлириғиму зәрбә беридекән. Интернетқа бағланған адәм кишиләр билән пәқәт интернет арқилиқла хәт йезишип, хәт елишипла жүргәнликтин әтрапидикиләр билән бәтму-бәт сөһбәтлишиш мәдәнийитидин айрилиду. Интернетниң йәнә бир аччиқ зийини – тәйяр материалларни көчиривелиш. Шундақ екән, оқуғучи – студентлар берилгән өй тапшурмилирини орунлашта йеник йол издәп керәклик материалларни еливалғанлиқтин бу уларниң билим елишиға зиян йәткүзмәктә. Әлвәттә, биз бу йәрдә компьютердин тамамән чәтнәп кетиш керәк, дегәндин жирақмиз. Пәқәт компьютер билән ишләшниң зөрүрлигини, амал-қаидилиригә риайә қилиш керәклиги зөрүр.
Буниңдин ташқири һәр 30 минуттин кейин 5-10 минутлиқ дәм елиш лазим.
Умумән, компьютер вә интернет – чүшәнгәнниң асасий роһий һәмрайи. Уни тоғра пайдилинишни билгәнла адәм утуқ-мувапиқийәткә йетиши талашсиз һәқиқәт. Әкси һалда болса, униң қурвини болуши еһтималдин жирақ әмәс.
Интернетниң зийини
1-тапшурма. Тиңшалған әхбараттин асасий ойни ениқлаш, бағлиғучиларни тепип, уларниң түрини ениқлап, асасий тирәк сөзләрни йезиш.
Дескриптор:
-мәтинни тиңшайду;
-мәтиндики асасий ойни ениқлайду;
-бағлиғучиларни тепип, түрини ениқлайду;
-асасий тирәк сөзләрни тапиду.
2-тапшурма.Интернетниң пайдиси вә зийини тоғрилиқ кластерға өз ойлирини чүшириш.
Интернетниң пайдиси
Һәммини чапсан билиш
Һәммә ишқа қолайлиқ
Конспектлар
Әхбаратларни елиш
Электронлуқ китаплар
Чапсан алақә қилиш
Бәтму-бәт сөзлишиш
Вақитни үнүмлүк пайдилиниш
Интернетниң зийини
Күндилик режимниң бузулуши
Һәрикәтниң азийиши
Иммунитетниң төвәнлиши
Мейигә тәсир етиши
Тәйяр материалларни көчиривелиш
Саламәтликкә ховуплуқ
Адәм психикисиниң бузулуши
Көзгә зәрбә бериши
Ой қозғаш
3-тапшурма.«Китапму яки интернетму?» мавзусида пикир талаш уюштуруш.
Дәрижиләш тапшурмилири
1.Ярдәмчи сөзләр бөлүниши вә түрлири қандақ?
2.Бағлиғучилар мәнасиға қарап қанчигә бөлүниду?
3.Бағлиғучиларниң түрлирини атап, мисалларни кәлтүрүң.
4. Сиз, бағлиғучиларни, уланмиларни орунлуқ пайдилиниш арқилиқ интернетниң пайдиси вә зийини тоғрисида жүмлиләрни түзүшни биләмсиз?
Чиқиш вариғи
1.«Интернетниң пайдиси вә зийини» мавзуси бойичә немә үгәндиңлар?
2. Сиз үчүн мавзуниң әң керәклик жайлири қайсилар болди?
3. Мошу мавзу бойичә йәнә немә билгүң келиду?
4. Мошу мавзу бойичә йәнә қандақ мәнбәләрдин әхбарат алисән?
Достарыңызбен бөлісу: |