УЛЙ вә ҚЛУА арисидики пәриқләр:
1. ҚЛУАдики ә-а́, ғ-ǵ, ң-ń, в-v һәриплири УЛЙда ә-е, ғ-gh, ң-ng, в-w һәриплири арқилиқ берилгән.
2. Мәлумки, ШУАРда қобул қилинған имламизда сөз бешида ж тавушиниң қоллинилиши наһайити кам. Үрүмчидә нәшир қилинған «Уйғур тилиниң изаһлиқ луғитидә» бу тавуштин башлинидиған жаргон, жандарма, жанр, журнал, журналист қатарлиқ башқа тиллардин киргән бәш сөз бар. Шуңлашқа УЛЙда ж вә җ тавушлири үчүн бирла j һәрипи елинған. Бу елипбәдә әскәртиш сүпитидә мундақ дейилгән: j (журнал) һәрипиниң оқулушини ипадиләш үчүн толуқлима сүпитидә zh ишлитилиду. Қазақстанда қобул қилинған имламизда шевилик алаһидиликкә егә сөз бешида ж тавуши көп учришидиғанлиқтин, ҚЛУАда уни айрим һәрип билән - j, җ тавушини айрим һәрип билән - с алған.
Б) Имладики бәзи өзгиришләр
Бирәр тилниң алфавитиниң өзгириши билән имласидиму азрақ өзгиришләрниң болуши тәбиий. Амма имла қаидилири асаслинидиған тилниң тәбиити, өзигә хас қанунийәтлири асасий жәһәттин өзгәрмәйду. Чүнки һәрип тавушниң маддий пости. У тавушларниң системисиға, өз ара бағлиниш қанунийәтилиригә чоң тәсир қилалмайду.
ҚЛУАға бағлиқ Қазақстанда қоллиниливатқан уйғур әдәбий тилиниң имласиға төвәндики өзгиришләрни киргүзүш мүмкин:
Созуқ тавушлар жәһәттин:
ы- тавуши-һәрипи орниға и-i тавуши- һәрипи қоллинилса болиду. ы тавуши учришидиған сөзләрни ШУАР қоллиниливатқан уйғур әдәбий тилиниң имласи бойичә алсақ болиду: цыган-sigan (сиган).
э- тавуши-һәрипи орниға –е тавуши-һәрипи қоллинилса болиду: электр- elektr (сел.: ШУАРдики имла бойичә: електр), экспорт- eksport (екиспорт), экология- ekologiya (екологийә).
Үзүк тавушлар жәһәттин:
ц - тавуши-һәрипи орниға с тавуши-һәрипи қоллинилса болиду. ШУАРда қоллиниливатқан уйғур әдәбий тилиниң имласи бойичә ц тавуши орниға с тавуши қоллинилиду: цирк –sirk (сел.: түркчидә- sirk), цемент-sement (түркчидә-чименто), акция-aksiya, акционер-aksioner, француз-fransuz (түркчидә-fransız), функция-funksiya, станция-stansiya, потенциал-potensial, принцип-prinsip. Амма созуқ тавушлардин вә р, л, м охшаш үзүк тавушлардин кейин ц тавуши ШУАРда қоллиниливатқан уйғур әдәбий тилиниң имласида тс тавушлири билән ипадиләнгән: социал-sotsial, социализм-sotsializm, (сел.: түркчидә -sosyalizm), федерация-federatsiya, прицел-pritsel, прицеп-pritsep, позиция-pozitsiya, инерция-inertsiya, пропорция-proportsiyа, кальций-kaltsiy. Қазақстан уйғур әдәбий тилиниң имласи үчүнму мошу қаидини алсақ болиду.
Достарыңызбен бөлісу: |