Утуқлар башланмиси



бет2/2
Дата08.03.2024
өлшемі41.58 Kb.
#494733
1   2
Утуқлар башланмиси

Мисаллар кәлтүрүш – әхбарат вә идеяләргә мисаллар кәлтүрүш арқилиқ, уларни тоғра чүшәнгәнлигини көрситиш Ениқлимилар – аталғу яки чүшәнчиниң мәнасини өз сөзи билән ейтип бериш.
ә) Асасий сөзлири: Умумлаштурмақ, өзгәртмәк, чүшәндүрмәк, мисал кәлтүрмәк, алаһидилигини ейтмақ, баянлап бәрмәк, селиштурмақ, пәриқлирини көрсәтмәк, хуласилимәк, өз сөзи билән ейтип бәрмәк, молжалимақ, таллимақ, йәшмәк, охшашлиғини ейтмақ, графикни оқумақ, тәржимә қилмақ.
б) Асасий соаллири, тапшурмилири (мисаллар билән): Чүшәндүрүш (интерпретация) – Қиш билән язниң арисидики пәриқләр қандақ?
- Қазақстанниң өтмүши билән һазирқи һаятини селиштуруң.
Көчириш (трансформация) –Чүшәнгиниңизни өз сөзиңиз билән ейтип бериң;
- үгәнгиниңизни жәдвәлгә селип, қисқичә чүшәндүрүп бериң;
- әсәр сюжетини өз сөзиңиз билән ейтип бериң.
Мисаллар кәлтүрүш – Мавзу (ениқлима) бойичә мисал кәлтүрүң. Ениқлимилар – 3-синип оқуғучисиға чүшинишлик болидиғандәк қилип проблеминиң ениқлимисини бериң.
- бу аталғуни өз сөзиңиз билән чүшәндүрүп бериң
3. Қоллиниш: а) Мәзмуни: Билгән, чүшәнгән әхбаратни, идеяни йеңи вәзийәттә, мәлум проблемини йешишта қоллинишни билдүридиған ойлаш дәрижиси. Қоллиниш жәрияниға алаһидә диққәт бөлүш керәк. Сәвәви проблемини йеиши жәрияни проблеминиң йешимидин муһим.
ә) Асасий сөзлири: Пайдиланмақ, әмәлиятта қолланмақ, иш тәртивини көрситип бәрмәк, қаидә бойичә орунлимақ, рольларни орунлимақ, тизмақ, қурмақ, алдин ала ейтмақ, тәйярлимақ, аяқлаштурмақ, һесаплимақ, намайиш қилмақ, аяқлаштурмақ, һесаплимақ, намайиш қилмақ, ишләп чиқмақ, тәжрибә жүргүзмәк, издимәк, тапмақ, планлимақ, уюштурмақ, ишләтмәк, тәйярлимақ.
б) Асасий соаллири, тапшурмилири (мисаллар билән): Оқуғучиларда селиштуруш вә метафора тоғрисида чүшүнүк бар (билиш дәрижиси), улар бу тәсвирий васитиләрниң өз ара пәриқлирини билиду (чүшиниш дәрижиси) әнди оқуғучилар уларни А. Өткүрниң «Из» шеиридин тепиши керәк.
4. Анализ (тәһлил): а) Мәзмуни: Билгән, чүшәнгән һәм қоллиналайдиған әхбаратни, идеяни қисимларға бөлүшни, уларниң өзара мунасивитини вә қандақ ишләйдиғанлиғини ениқлашни билдүридиған ойлаш дәрижиси.
Тәһлил түрлири:
Маһийитини егиләш- әхбарат яки идеяниң тәркивий қисимлирини ажритиш, уларниң арисидики бағлинишни көрситиш, пикирни техиму риважиландуруш;
Әстәрлик мәзмунни ениқлаш- икки чүшәнчә арисидики мунасивәтни көрситиш.
Мотивация-сәвәпләрни ениқлаш.
ә) Асасий сөзлири: Тәһлил қилмақ, қисимларға бөлмәк, классификациялимәк, системилаштурмақ, тәнқит қилмақ, муһакимә қилмақ, пәриқлирини ажратмақ, схемилиқ қилип көрсәтмәк, селиштурмақ, қариму-қарши қоймақ, ажратмақ, парчилимақ, тәкшүрмәк, диаграмма арқилиқ көрсәтмәк, категорияләргә бөлмәк.
б) Асасий соаллири, тапшурмилири (мисаллар билән): Маһийитни егиләш- һекайә қисимлириниң алаһидиликлирини ейтип бериң;
-теореминиң икки қисмини селиштуруң.
Әстәрлик мәзмунни ениқлаш-
- йезиқ ислаһитиниң маһийити немидә?
- «Яманниң яхшиси болғичә, яхшиниң ямини бол» дегән мақални қандақ чүшинисиз?
Мотивация- алий оқуш орунлирида оқушниң сәвәви немидә?
-немишкә бүгүнки күнләрдә экология мәсилиси жиддий муһакимә қилиниватиду?
5. Синтез: а) Мәзмуни: Йеңи мәзмун һасил қилиш үчүн қисимларни пүтүнгә бириктүрүшни билдүридиған ойлаш дәрижиси.
Иш нәтижисиниң түрлири: 1. Ижадий жанрлар; 2. Планлаш, һәм тәжрибидин өткүзүш; 3. Абстаркт уқумға асаслинидиған нәтижиләр.
ә) Асасий сөзлири: Дәлиллимәк,топлимақ, қураштурмақ, умумлаштурмақ, қайта қурмақ, лайиһилимәк, риважиландурмақ, планлимақ, башқурмақ, яратмақ, уюштурмақ, ижадий орунлимақ.
б) Асасий соаллири, тапшурмилири (мисаллар билән): 1. Ижадий жанрлар- эссе, инша, шеир, сценарий йезиш.
2. Планлаш, һәм тәжрибидин өткүзүш -Әхбарат яки идея бойичә барлиқ мәлуматларни топлаш, бир системиға селип, бир план яки жәдвәл түзүш.
3. Абстаркт уқумға асаслинидиған нәтижиләр –Илмий гипотеза қуруп, уни тәвсийә қилиш.
6. Баһа бериш: а) Мәзмуни: Әхбарат вә идеяләрниң қиммити тоғрисида пикир жүргүзүшни, талаш мәсилиләр бойичә муһакимә жүргүзүп қарар қобул қилишни билдүридиған ойлаш дәрижиси.
ә) Асасий сөзлири: Баһа бәрмәк, әһмийитини бәлгүлимәк, қарар қобул қилмақ, тәнқитлимәк, қазилиқ қилмақ, хуласә чиқармақ, тәвсийә қилмақ, ишәндүрмәк, таллимақ, өлчимәк, қоллимақ яки рәт қилмақ, ақлимақ.б) Асасий соаллири, тапшурмилири (мисаллар билән): «Сизниң ойиңизчә бу дурусму яки хатаму, әһмийәтликму яки әһмийәтсизму, қолламсиз яки қарши боламсиз?» дегәнгә охшаш түрлүк пикирләргә, муназириләргә түрткә болидиған соаллар қоюлиду.
Қазақстан дәсләп 2009-жили РІSА-ға қатнишиду. Бу жили оқуш саватиға алаһидә диққәт бөлүнгән. Бу программа бойичә 9-синип оқуғучилириниң нәтижилири төвәндикичә болди:
1) Оқуш савати (оттура дәрижидики мурәккәпликкә егә оқуш мәтинлирини тоғра пайдилиниш, уларниң ярдими арқилиқ һаяттики һәр хил вәзийәтләрдә чиқиш йолини тепишқа тәйяр оқуғучилар) ИҺТТ-қа әза әлләрдә 28,6% болса, биздә 5% ;
2) Математикилиқ сават ИҺТТ-қа әза әлләрдә 16% болса, биздә 4,2%;
3) Тәбиий-илмий сават ИҺТТ-қа әза әлләрдә 20,5% болса, биздә 3,6%.
Бу нәтижиләр тәпсилий тәһлил қилинип, билим бериш саһасида оқуғучиларниң функционаллиқ саватини ашуруш бойичә муһим чариләрни көрүш тәшәббус қилинди. Нәтижидә 2012-жили ҚЖ һөкүмити тәрипидин «Мәктәп оқуғучилириниң функционаллиқ саватини тәрәққий әткүзүш бойичә 2012-2016-жилларға беғишланған Миллий иш-һәрикәт плани» қобул қилинди. Бу Миллий планниң мәхсити – Қазақстан Жумһурийити оқуғучилириниң функционаллиқ саватини тәрәққий әткүзүш үчүн шараит яритиш болуп, вәзипилири төвәндикичә бәлгүләнди:
1. оқуғучилириниң функционаллиқ саватини тәрәққий әткүзүш бойичә йәрлик вә хәлиқарилиқ тәжрибиләрни үгиниш;
2. оқуғучилириниң функционаллиқ саватини тәрәққий әткүзүш бойичә чарә-тәдбирләрни бәлгүләш.
Дәсләп билим бериш саһасиниң мутәхәссисилири чәт әлләрдики мәзкүр саһа бойичә әң илғар тәҗрибиләрни үгиниду. Нәтижидә Қазақстандики Назарбаев интеллектуал мәктәплири Англияниң Кембридж университети билән бирликтә Қазақстанниң билим бериш саһасини йеңи йөнилиштә тәрәққий әткүзүш программисини ишләп чиқиду. Муәллимләр 2012-жилдин етибарән дәриҗилик курслардин өтүп йеңичә билим беришниң нәзәрийәвий вә әмәлий асаслирини үгинишкә башлайду. 2016- жилдин 2020-жилғичә муәллимләр Қазақстан Җумһурийити билим бериш мәзмунини йеңилаш даирисидә пәнләр бойичә педагог хадимларниң билимини ашуриду. Елимиздики билим бериш саһасида башланған түп асаслиқ өзгиришләргә он жилдин ашқан болса, мәктәпләрниң толуғи билән йеңиланған программиға өткинигә үч жил болди. Биз бурун билим бериш саһасида үлгә тутидиған Россия техи йеқиндила Дөләтлик умумға мәжбурий бериш стандартини (Федерал дөләтлик билим бериш стандарти) йеңилап, 2022-2023-оқуш жилидин башлап билим бериш системисиға киргүзүшкә башлиди. Россиядики билим бериш саһасидики ислаһатлар билән Қазақстандики ислаһатларниң хелә чоң пәрқи бар. Биз ихтисадий, мәдәний жәһәттин тәрәққий әткән илғар дөләтләрниң узақ жиллиқ тәжрибисигә асаслинип, системилиқ өзгиришләрни пәйдин-пәй әмәлгә ашуруватимиз.
Мақалимизниң бешида дейилгән РІSА-22 бойичә зор утуқ елимиздә мәзкүр саһада елип бериливатқан системилиқ, илғар дунияниң тәжрибилирини ижадий өзләштүрүшкә асаланған һәм дөләт тәрипидин чоң мәбләғ билән турақлиқ тәминлиниватқан ислаһатларниң нәтижиси. Оқуғучилар билимидә көрүнгән бүгүнки бу нәтижиләр әтә дөлитимизниң ихтисади, мәдәнийити вә демокртиялик йөнилиштики дағдам қәдәмлиридә өзиниң ярқин ипадисини тапиду дәп ойлаймиз.
Руслан Арзиев



Достарыңызбен бөлісу:
1   2




©dereksiz.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет