Сөйүмән сени.
Муз.Д.Бахаров.
Сл.А.Долятов.
Сени дәймән сөйгүнүм сән
Ойлаймән сени ярим ойлаймән сени
Һаяттим сән нигарим сән
Сөйәмсән мени ярим сөйәмсән мени
Юлтузум сән ялғузум сән
Жанан ярим мениң жанан ярим
Арзуларни елип ушқан
Асман ярим мениң асман ярим
Әркәм мениң гүлүм мениң
Көйиду қәлбим дадәй көйиду қәлбим
Мени бөләп шат дәмләргә
Сән күлүп кәлдиң ярәй сән күлүп кәлдиң
Сөйгүнүм сән көйгүнүм сән
Жанан ярим мениң жанан ярим
Маңа күлүп қучақ ашқан
Асман ярим мениң асман ярим
Қайтурмиси:
Ойлаймән сени
Издәймән сени
Һаяттим сән қанатим сән
Сөйүмән сени
Сеғиндим яр кәлгин дилдар
Сөйәй мән сени дадәй сөйәй мән сени
Тәвитиду бүйүк сөйгү
Сени вә мени ярәй сени вә мени
Сөйгүнүм сән көйгүнүм сән
Жанан ярим мениң жанан ярим
Маңа күлүп қучақ ашқан
Асман ярим мениң асман ярим
Қайтурмиси:
Ойлаймән сени
Издәймән сени
Һаяттим сән қанатим сән
Сөйүмән сени
Достарыңызбен бөлісу: |