Мустәқиллиқ вә миллий маарип



Дата08.03.2024
өлшемі19.7 Kb.
#494734
Мустәқиллиқ вә миллий маарип



Мустәқиллиқ вә миллий маарип
Қазақстан өз мустәқиллигигә қайта еришкәндин кейин, барлиқ саһаларда зор әһмийәткә егә тарихий өзгиришләр йүз беришкә башлиди. Болупму билим бериш саһасида нәтижилик ислаһатлар әмәлгә ашурулуп келиватмақта. Мустәқиллиқниң дәсләпки жиллири можут ихтисадий проблемиларға қаримай, азат әлниң әркин ойлуқ әвладини йетиштүрүш үчүн, шу чағларда оқутушниң асасий қурали һесапланған дәрисликләрниң мәзмунини йеңи дәвирниң мәнивий еһтияжини қанаәтләндүридиған йөнилиштә өзгәртишкә бәл бағлиди. Бу дәрисликләр нами мәзмун вә мәхситигә мувапиқ һалда «Йеңи әвлат» дәрисликлири дәп аталди. Мәзкүр дәрисликләрниң, болупму ижтимайи пәнләр дәрисликлириниң мәзмуни мустәқил әлниң өз мәнпиитигә, өз мәхситигә вә өз идеологиясигә асасланди. Бурунқи дәрисликләрдики пәнний билимләр сақлинип, Москваға мәркәзләштүрүлгән социалистик идеологияниң элементлири елинип ташланди. Ижтимаий пәнләрдә миллий қәдрийәт, тарих, мәдәнийәт, мәнпийәт вә урпи-адәт мәзмуниға бесимлиқ берилди.
Көпчиликкә мәлумки, уйғур тилида билим беридиған мәктәпләрдики уйғур тили вә әдәбияти пәнлиридин башқа пәнләр дәрисликлириниң барлиғи тәржимә дәрисликләрдур. Миллий мәктәпләрниң миллий роһи, мәзмуни асасән тил вә әдәбият дәрислиригә бағлиқ. Шуңлашқа әң асаслиқ өзгиришләр мошу пәнләрниң дәрисликлиридә көрүнүши керәк болди. Өзгиришләр асасән төвәндики йөнилишләр бойичә елип берилди:
1. Идеологиялик йөнилиш. Бурунқи дәрисликләрдики социалистик түзүмгә вә идеологиягә мунасивәтлик материалларниң елип ташлинип, қазақстанлиқ вәтәнпәрвәрлик вә миллий кимлик мәсилилиригә алаһидә орун берилди.
2. Мәзмун жәһәттин өзгириш. Әдәбият дәрисликлиридә ШУАРдики уйғур шаир вә язғучилар әсәрлиригә орун берилишкә башланди, ШУАР тилчилириниң уйғур тили граммматикиси бойичә йеңичә, йәни уйғур тилиниң миллий алаһидилигигә асасланған пикирләргә әһмийәт берилди. Шундақла уйғур тили дәрисликлиридә уйғур тилиниң тарихи, уйғур мәдәнийити бойичә материаллар көпләп киргүзүлди.
Ана мәктәплиримиздики миллий мәзмунни тәшкил қилидиған әң муһим пәнләрниң бири болған уйғур тили дәрисликлиридики бу хил түп асаслиқ өзгиришләр, сөзсиз, мустәқил елимизниң миллий сәяситиниң арқисида әмәлгә ашти.
Җумһурийитимизниң билим бериш саһасида елип бериливатқан һазирқи иккинчи ислаһәт сабиқ Совет Иттипақида шәкилләнгән билим бериш системисини түп асастин өзгәртишкә қаритилди. Буниң үчүн билим бериш саһасиниң мутәхәссисилири чәт әлләрдики мәзкүр саһа бойичә әң илғар тәҗрибиләрни үгәнди. Қазақстандики Назарбаев интеллектуал мәктәплири Англияниң Кембридж университети билән бирликтә Қазақстанниң билим бериш саһасини йеңи йөнилиштә тәрәққий әткүзүш программисини ишләп чиқиду. Муәллимләр 2012-жилдин етибарән дәриҗилик курслардин өтүп йеңичә билим беришниң нәзәрийәвий вә әмәлий асаслирини үгинишкә башлайду. 2016-2020 жиллири, муәллимләр Қазақстан Җумһурийити билим бериш мәзмунини йеңилаш даирисидә пәнләр бойичә педагог хадимларниң билимини ашуруш курслиридин өтиду.
Бу өзгиришләрниң асасий мәхсити оқуғучиларниң мустәқил билим елиш (йәни өзиниң қандақ оқуп-үгиниватқанлиғини өзиниң түзитиши, өзиниң баһалиши, өзиниң назарәт қилиши, өз билими үчүн өзиниң җавапкәр болуши), алған билимини һаятта қоллиниш, тәнқидий вә иҗадий ойлаш охшаш иқтидарлирини шәкилләндүрүш вә риваҗландуруш болуп һесаплиниду. Йеңиланған билим бериш программисидики алаһидиликләрни ениқ тәсәввур қилиш үчүн тил вә әдәбият пәнлиридики өзгиришләрни мисалға алсақ болиду.
Тиллиқ пәнләрни оқутуштики асасий өзгиришләр төвәндикичә:
1. Тил илгәркидәк грамматикилиқ-теориялик турғудин әмәс, бәлки функционаллиқ-коммуникативлиқ хизмити турғусидин оқутулиду. Тилниң бу хизмити оқуғучиларниң тиңшаш, сөзләш, оқуш вә йезиш охшаш коммуникативлиқ (тиллиқ) иқтидарлирини шәкилләндүрүш вә тәрәққий әткүзүштики ролини өз ичигә алиду. Демәк, һазир оқуғучилар үчүн тилниң қанунийәтлирини өз алдиға үгиништин көрә, уларни һаяттики һәр хил вәзийәтләрдә пайдилинишни билиши муһим.
2. Коммуникативлиқ иқтидарларни (тиңшаш, сөзләш, оқуш вә йезиш) егиләш үчүн Қазақстан Җумһурийити Билим вә пән министрлиги тәрипидин тәстиқләнгән Оқуш программисида оқуш мәхсәтлири берилгән. Муәллим өзиниң күндилик дәрисини мошу оқуш мәхсәтлири асасида уюштуриду, шулар асасида оқуғучиларниң билимини баһалайду. Дәрисликләрму оқуш мәхсәтлири асасида йезилиду.
3. Йеңиланған билим бериш программиси спиральлиқ оқутуш принципиға асасланған. Мәзкүр принцип бойичә, һәр қандақ оқутулидиған мәсилә пәйдин-пәй қайтилинип һәм мурәккәплишип туруши керәк. Шундақла бу принцип йеңи билим оқуғучиниң кона билимигә асаслиниши керәк дегән конструктивизм идеясигә тоғра келиду.
4. Йеңиланған билим бериш программисида пәнарилиқ бағлинишму муһим роль ойнайду. Мәсилән, тил пәнлиридә лексика-грамматикилиқ мавзулар һаятниң һәрхил саһалириға мунасивәтлик бөлүмләргә бөлүнгән. Улар тарих, биология, музыка, информатика, дуниятонуш охшаш пәнләр билән уттур мунасивәтлик. Бу йәрдә уйғур тили пәқәт айрим бир пәнла әмәс, шундақла башқа пәнләрни үгинишниң муһим васитиси сүпитидә қарилиду. Бу пәндә шәкиллинидиған тиллиқ иқтидарлар башқа пәнләрни үгинишкә асас болиду.
5. Мәзкүр программида оқуғучиларниң функционаллиқ саватини ашурушқа һәм тәнқидий ойлаш иқтидарини тәрәққий әткүзүшкә алаһидә көңүл бөлүнгән. Бу муһим мәсилиләр һәр хил интерактив усулларни пайдилиниш, критериаллиқ баһалаш арқилиқ әмәлгә ашурулиду. Əнъәнивий билим бериштә һәр бир оқуғучи өз алдиға, йәни йәккә һалда оқуп, үгинип муәллимниң тапшурмисини орунлашқа адәтләнгән. Улар өзлириниң синипдашлири билән биллә тапшурмиларни орунлап, бир мәхсәткә йетишни ойлиматти. Һәр қайсиси тапшурмини өзи үчүн орунлап, өзи яхши бир нәтиҗигә йетишни әвзәл көрәтти. Чүнки билим бериш системиси оқуғучидин мошуни тәләп қилатти. Интерактив усуллар арқилиқ оқутушта болса, оқуғучиларниң ортақ утуғи әвзәл һесаплиниду. Буниңда оқуғучиларниң бир-биригә ярдәмлишиши, бир-бирини қоллиши, ортақ мәхсәткә йетиш үчүн биллә һәрикәт қилиши муһим. Синипму җәмийәтниң бир тамчиси. Жәмийәттә адәмләр бир-бири билән қандақ һәмкарлиқта һаят кәчүрсә, синиптиму оқуғучилар шундақла һәмкарлиқта яшап, билим елиши керәк. Əнъәнивий билим бериштә җәмийәтниң бу муһим қанунийитигә дегәндәк көңүл бөлүнмигән.
Критериаллиқ баһалаш оқуш нәтижисини мәлум критерийлар арқилиқ баһалашни нәзәрдә тутиду. У «шәкилләндүр гүчи баһалаш» вә «җәмлигүчи баһалашни» өз ичигә алиду. «Шәкилләндүргүчи баһалаш» дегән баһалаш түриниң асасий мәхсити оқуғучилар орунлиған һәрқандақ дәриҗидики тапшурмини иҗабий қобул қилиш, уларниң оқушқа болған қизғинлиғини ашуруш, тәнқидий ойлаш қабилийитини риваҗландуруп, заман тәләплиригә лайиқ шәхс сүпитидә шәкиллинип тәрәққий етишигә түрткә болуш. Бу йәрдики «баһалаш» сөзи оқуғучиниң һәртәрәплимә өсүшигә ярдәмлишидиған һәм уни тәминләйдиған рәғбәтләндүргүчи бир васитә ретидә әһмийәткә егә. Буниңда оқуғучиниң өзиниң илгирилиши үчүн өзиниң җавапкәр екәнлигини сезинишиму тәләп қилиниду. Шәкилләндүргүчи баһалашта оқуғучиниң шәхсий утуқлири, проблемилири башқа оқуғучилар билән селиштурулмайду. Һәр бир оқуғучиниң интеллектуал, эмоционал вә иҗтимаий имканийәтлиригә бағлиқ өзигә хас илгириләш траекторияси болиду. Шәкилләндүргүчи баһалаш оқуғучиниң өзиниң мошу алаһидиликлири асасида йәткән утуқлири баһалиниду. Һәр бириниң өсүш йоли, тәрәққияти айрим һалда назарәт астиға елиниду. Муәллим уларни биллә йетиләп әмәс, бәлки һәр бирини айрим, айрим йетиләп утуққа ериштуриду.
Мутәхәссисләр оқуғучиларниң өзини өзи баһалиши наһайити муһим дәп қарайду. Сәвәви оқуғучи өзини өзи объектив баһалаш арқилиқ оқушқа болған жавапкәрлиги ашиду, тәнқидий ойлаш иқтидари өсиду, өзиниң билим, иқтидар дәрижисиниң қандақ екәнлигни өзи ениқлап, можут проблемиларниң йешилиш йоллирини өзи издәйду. Өзара баһалашниң әң вәкиллик усули «Икки юлтуз, бир тиләк» дәп атилиду. Буниңда икки оқуғучи бир-бириниң, мәсилән, язма ишлирини баһалиса, алди билән униң икки яхши тәрипини (язма иш начар болған һаләттиму), андин техиму яхшилашқа болидиған бир тәрипини көрситиду. Демәк, өзара баһалашниң мәхсити бир-биридин камчилиқ издәш әмәс, бәлки бир-бирини қоллаш, һөрмәтләш вә қәдирләшкә үгиниш.
Биз, қазақстанлиқ уйғурлар, миллий маарипимизниң, демәк миллий кимлигимизниң, сақлинип һәм техиму риважлиниши үчүн елимиз мустәқиллиғи елип кәлгән бу әвзәлликлирини яхши чүшинимиз, уларниң қәдригә чоңқур йетимиз, шуңлашқа улуқ мәйрәмниң маһийитини чин қәлбимиздин сезинимиз.
Руслан Арзиев

Достарыңызбен бөлісу:




©dereksiz.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет