Қош һәрипләр-тавушлар жәһәттин



бет1/3
Дата16.10.2022
өлшемі23.52 Kb.
#462822
  1   2   3
Йеңиланған йезиққа йеңиланған имла керәк



Йеңиланған йезиққа йеңиланған имла керәк
Йеқинда Қазақстанниң латин йезиғиға өтүшигә бағлиқ йеңи имла қаидилириниң лайиһәси кәң аминиң диққитигә тәвсийә қилинди. Мәзкүр имла лайиһәси биртоп тилшунас алимларниң жиддий издинишлириниң нәтижиси. Улар имла қаидилирини қазақ тилиниң тәбиитигә вә униң өзигә хас қанунийәтлиригә беқиндурушни асасий принцип сүпитидә қобул қилған. Һәр қандақ сөзниң йезилиши, униң әсли қазақ сөзи яки кирмә сөз болушидин қәтъий нәзәр, қазақ тилиниң фонетикилиқ тәбиитигә маслашқан болуши керәк. әң алди билән йәрдә бизгиму диққәт қилидиған нуқтилар бар екәнлигини һесапқа елип, бизму имла қаидилиримизгә қайта бир қарап чиқишқа тоғра келиду.
Я, Е, Ю
Қош һәрипләр-тавушлар жәһәттин:
я=й+а орниға y+a (яз-yaz, яшлиқ-yashliq, қуяш-quyash), ю=й+у орниға y+u алсақ болиду: (юлтуз-yultuz, оюн-oyun)
ё-й+о: Пәқәт рус тилидин киргән бир-икки сөздила учришидиған бу қош һәрип-тавуш ҚЛУАға киргүзүлмигән.
Бу мақалимизда биз чәтин киргән сөзләрдики мәзкүр һәрипләр қандақ латин йезикғида берилидиғанлиғи тоғрисида ейтип өтмигән едуқ. М., латин йезиғи асасидики қазақ тили имласида төвәндикичә елинған. Бу имлани түзгән алимлар мүмкин қәдәр чәттин киргән сөзләрни қазақ тилиниң фонетикилиқ қаидилиригә бойсундурушқп тиришқан. Сәвәви бурунқи имлада худди уйғур тили имласидәк рус тили арқилиқ киргән сөзләр рус тилидики имласи бойичә йезилип кәлгән еди. Һазир йеңи қазақ тили имласи қаидилиридә манёвр, монтёр сөзлири manevr, monter шәклидә берилгән. Амма дирижор, режисор сөзлириниң әскәртиш бериш арқилиқ қелин варианти елинған (§93). (Уйғур ели имласидиму маневр, дирижор, режиссор, дәп елинған)илгири ю һәрипи йезилған әсли қазақ сөзлиридә һәм кирмә сөзләрниң бешида ıý (й+у) сақлинип йезилса (аю-aıý, Юпитер-Jýpiter, Юрмала-Jýrmala), кирмә сөзләрниң оттурисида у́ арқилиқ йезилған, йәни й тавуши чүшүрүлгән: парашют-parashút, дебют-debýt, люкс-lýks, салют-salýt, бюджет-býdjet, сюжет-sýjet, бюлетень-býleten, валюта-valýta (§98). Уйғур елидики имламизда болса, бу хил сөзләрдә бәзидә й тавуши сақлинип йезилса (салйут, бйуро, бйурократ), бәзидә йеңи қазақ тили имласидикигә охшаш сақланмайду: паращют- парашут,глюкоза- глукоза.
Я һәрипи имласиму ю һәрипи имласиға охшаш елинған: қоян-qoıan, Ялта-, кирмә сөзләр иккинчи вә униңдин кейинки боғумлирида а һәрипи билән берилгән: акумулятор-akýmýlator-уйғ.-аккумулйатор, муяж-mýlaj. Бу мәсилиләр һәққидә бизму ойлинип көрсәк болиду(§99).
Сөз ахиридики нг һәриплирини ң һәрипи билән (§114), дж һәриплирини ж һәрипи билән елиш (§106) әқилгә мувапиқ дәп ойлаймиз. Шундақла тч тавушлири билән ахирлишидиған сөзләрдики т һәрипи чүшүрүлгән: матч-мач, скотч-скоч (§95).
Қазақ тилиниң бу йеңи имласида юмшақлиқ бәлгүси йоқ Амма мәзкүр бәлгү билән йезилған сөзләргә икки қаидә бәргән. §100-та бу бәлгү чүшүрүлгән сөзләрниң биринчи боғумида инчикә созуқ тавушлар йезилиду: альбом-әлбом, рубль-рүбл, пароль-пәрол, ось-өс, вольт-вөлт. §101-та сөз оттурисидики үзүк тавуш билән созуқ тавуш арисидики ь бәлгүси орниға й һәрипи йезилиду: батальон-баталйон, медальон-медалйон, коньяк-конйак, пьеса-пйеса. Уйғур ели имласида бу сөзләр һр хил йезилған: баталйон, медалион, канйәк.

Биринчидин, уйғур тилиниң фонетикилиқ қанунийәтлири рус тилиниң фонетикилиқ қанунийәтлиригә қариғанда, сөзсиз, қериндаш түркий тил болған қазақ тилиниң фонетикилиқ қанунийәтлири йеқин, иккинчидин, бизгә, йәни қазақстанлиқ уйғурларға көпирәк қазақ тилидики мәтинләрни оқушқа һәм қазақ тилида йезишқа тоғра келиду, үчинчидин ана мәктәп оқуғучилири үчүн бир сөзни қазақчә башқичә йезип, уйғурчә башқа йезиш охшаш артуқчә мәсилиниң болмиғини тоғра.


Уйғур тили имласида сөзләрниң биллә яки бөләк йезилиши хелә талаш пикирләр туғдуруп келиватмақта. Бу жәһәттин йеңи қазақ имласиниң лайиһәсидә қандақ пикирләр барлиғиға бир нәзәр ташлап көгән тоғра.


Бу имлада пәқәт бирикип йезилидиған сөзләрниң 16 қаидиси бар. Уларниң бәзилири тоғрисида ойлинип көрүшкә болиду. Мәсилән,
§32. Ениқлиғучилиқ мунасивитини йоқатқан, бир шәйиниң нәрсиниң,уқумниң намини билдүридиған сөзләр биллә йеилиду: беторамал-қоляғлиқ, атқора- атқора, тәттішай-татлиқчай, шайқасық-чайқошуқ.
§33. Иккинчи компоненти –лиқ, -лик, -луқ,-лүк қошумчилири уланған сөзләр биллә йезилиду. Бу йәрдиму икки сөз бир нәрсини, уқумни билдүрүши керәк: жержүзілік –йәрйүзилик, көптомдық-көптомлуқ, көптілділік-көптиллиқ.
§38. Биринчи компоненти көп, умум, бир сөзлири билән кәлгән намлар биллә йезилиду: біржұтым-биржутум, көпбалалы-көпбалилиқ, жалпыадамзаттық-умумадәмзатлиқ
§39. Иккинчи компоненти арилиқ, хумар, хәт, ичилик охшаш сөзләр билән кәлгән намлар биллә йезилиду: халықаралық-хәлиқарилиқ, пәнаралық-пәнарилиқ, қалааралық-шәһәрарилиқ, қолхат-қолхәт, атаққумар-атақхумар,
§45. Лексикиланған фразеологизмлар вә уларниң қошумчә уланған түрлири биллә йезилиду: ақсақал-ақсақал, ақниет-ақнийәт, ақкөңіл-ақкөңүл, ақкөңүллүк, ержүрек-әржүрәк, жанпида-жанпида.
Мурәккәп намларниң имласи мавзусиму диққәткә сазавәр.
Һазирқи уйғур тили имласиниң 64-қаидисигә §84-§85-§86-тә қаралған төвәндики мәсилиләрни қошуп қоюшқа болиду: Мәмликәтлик һакимчилиқ-башқуруш органлири, қанун һөжжәтлири (министр комитет, департамент, кодекс) мурәккәп намлириниң, оқуш орунлири, илмий мәһкимиләр, жәмийәтлик бирләшмиләрниң һәр бир бөлиги баш һәрип билән йезилиду: Қазақстан Жумһурийити Билим вә пән министрлиги, Қазақстан Жумһурийити Әмгәк кодекси, Абай намидики Қазақ миллий педагогикилиқ университети, Абай намидики Қазақ миллий педагогикилиқ университетиниң Филология факультети Қазақ тили кафедриси, Тил билими институтиниң Илмий кеңиши. 65-қаидисигә §83-тә қаралған төвәндики мәсилиләрни қошумчә йезип қойған артуқ болмайду. Мәмликәт вә жуқури мәмликәтлик башқуруш органлири билән лавазим намлири баш һәрип билән йезилиду: Қазақстан Жумһурийити, Қазақстан Жумһурийитиниң Президенти, Қазақстан Жумһурийитиниң Премер-министри, Қазақстан Жумһурийити Парламенти Мәжлисиниң Рәиси, Қазақстан Жумһурийитиниң Һөкүмити. Бирақ мәмликәтлик лавазим намлири болған кативи, министри, депутати, һакими, орунбасари, башлиғи, рәиси сөзилири кичик һәрип билән йезилиду.

Бу йәрдә уйғур миллитиниң вәкили, дегән мәнада ейтилғанда, бөләк йезилиду, Уйғур исимлиқ кишиниң оғли, дегән мәнада ейтилғанда, биллә йезилғини тоғра. Иккинчисидә оғли сөзи пәқәт русчидики –ович қошумчиси орнида ишлитилгән.



Қазақстан уйғурлириниң латин йезиғи қандақ уйғур елида 2001-жили қобул қилиниған латин йезиғиға һәм Қазақстанда қобул қилинған қазақ латин йезиғиға асасланған болса, имламизму худди шундақ болуши керәк. Бир қаримаққа имла тилниң умумий қанунийәтлиригә беқинидиғандәк қилсиму, бәзидә әнънигә вә һәр хил чүшинишләргә бағлиқ имламу пәриқлинип кетиду.



Достарыңызбен бөлісу:
  1   2   3




©dereksiz.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет