|
Елини сөйгәнни әлму сөйиду
|
Дата | 04.11.2023 | өлшемі | 17.29 Kb. | | #482332 |
| Елини сөйгәнни әлму сөйиду
Елини сөйгәнни әлму сөйиду
Мәлумки, Түркийә дуниядики барлиқ түркий хәлиқләр үчүн орни бөләк бир дөләт. Түркийә (Осман империяси дәвридә) бирнәччә әсир давамида дуния тарихиниң сәһнисидин чүшмигән, Европа, Азия, Африка охшаш қитъәләрдә өз һөкүмранлиғитни сүрдүргән қудрәтлик түркий дөләт сүпитидә барлиқ түркий хәлиқләрниң иптихариға айланған. 18-әсирдин башлап түркләрдин башқа барлиқ дегүдәк түркий хәлиқләр тажавузчи дөләтләрниң қол астида қелип, мустәқиллиғидин айрилип қалған еди. Улар өзлириниң миллий-азатлиқ һәрикәтлиридә Түркийә дөлитигә зор үмүтләрни артатти. Мәсилән, уйғурларнила алидиған болсақ, 1864-жили қурулған Йәттишәр уйғур дөлити билән 1933-жили қурулған Шәрқий Түркистан Ислам Жумһурийити өзлириниң ташқи сәяситидә көпирәк Түркийәни қоллишиға еришишни халиди һәм шу йолда маңди.
20-әсирниң бешида Шәрқий Түркистандики турмуши хелә яхши уйғурлар өз пәрзәнтлирини Түркийәдә оқутушқа тиришти. Түркийәдә оқуп кәлгән уйғурлар пәнний билимгә, миллий кимликкә, түркий бирликкә көпирәк көңүл бөлүп, хәлқиниң мошу йөнилишләр бойичә билимини, чүшәнчисини ашурушқа тиришти. Пәнний мәктәпләр, миллий мәтбуат ишлирини йолға қойди. Түркийәдә оқуп кәлгәнләрниң сани аз болғиниға қаримай, улар 20-40-жиллардики уйғурларниң миллий ойғинишида хелә чоң роль ойниди. 1947-жили Өлкилик һөкүмәт рәислигигә тайинланған Мәсүт Сабирһажи Байқозиму Түркийәдә оқуған, узақ жиллар ишлигән дөләт вә жәмийәт әрбаби еди.
Шәрқий Түркистанни хитай коммунистлри ишғал қилғандин кейин, йәни 1950-жиллири, ана вәтинидин айрилишқа мәжбур болған бир топ уйғурлар Өлкилик һөкүмәтниң рәһбәрлири Әйса Йүсүп Алптекин, Мәмитимин Буғрилар башчилиғида йәнила Түркийәдин панаһ тапқан. Һазир бу уйғурларниң сани хелә өсти. Униң үстигә кейинки жиллириму чәт әлләрдә оқушқа чиқиватқан яки елини ташлап кетишкә мәжбур болуватқан уйғурлар, асасий жәһәттин, Түркийәгә орунлашмақта.
Түркийәниң һазирқи президенти Р. Т. Ердоған 20 яшлиридини башлап чоң сәясәткә арилишип, 40 йешида түркий дунияниң әң чоң шәһири Стамбулниң мэри болған. Түркийәни 20 жил мабайнида башқуруп келиватиду. Мошу жиллар давамида дөләт түрлүк қийинчилиқларни баштин кәчүрди. Бирақ хәлқиниң ғемини йәйдиған, һәр қачан елиниң мәнпийитини өз мәнпиитидин үстүн қойидиған, һәқиқий милләтпәрвәр рәһбәр арқисида Түркийә хәлқи уларниң һәммисини йеңип чиқишқа мувәппәқ болди. Йеқинда болған дәһшәтлик йәр тәврәш түрк хәлқи үчүн хелә вақитқа созулидиған ихтисадий мәсилиләрни чиқириши мүмкин. Амма биз қериндаш түрк хәлқиниң парасәтлик рәһбири Р. Т. Ердоғанниң башқуруши билән бу синақтинму сүрүнмәй өтидиғанлиғиға ишинимиз. Бу тәбиәт апитидә уйғурлар биринчиләрдин болуп өзлириниң қолидин келишичә түрк хәлқигә ярдәм қилишқа тиришти. Қазақстан уйғурлириниң Жумһурийәтлик этномәдәнийәт мәркизиниң тәшәббуси билән уйғурлар яшайдиған барлиқ жайлардики жигит башлири ианә топлаш ишлирини қолға алди. Шуни мәмнунийәт билән тилға алимизки, барлиқ дегүдәк уйғурлар ихтиярий һәм аммивий рәвиштә өзлириниң имканийәтлири даирисидә ярдәм қилди. Бу иштин сирт қалған уйғур аилилири аз болса керәк. Бу, әлвәттә, уйғур хәлқиниң түрк хәлқигә болған һөрмитиниң, миннәтдарлиғиниң бир көрүнүши еди.
Сабиқ Кеңәшләр иттипақи тәркивидә болған көплигән хәлиқләр тиллирида сайламдики хәлиқниң асасий иш-һәрикити «голосовать» дегән русчә сөзниң тәржимиси болған. Мәсилән, уйғурчә «аваз бәрмәк», қазақчә «дауыс беру», өзбәкчә, «овоз бермок», әзәрбәйжанчә «сәс вәрмәк», қирғизчә «добуш берүү» татарчә «тавыш бирү» вә шуниңға охшаш. Алимларниң пикричә, рус тилидики бу сөз XVIII әсирниң бешида мәнаси жәһәттин кәңийип, «пикир» мәнасиғиму егә болған. XIX әсирниң 30-40-жиллири болса, мәлум бир мәсилә бойичә бир тәрәпни, шәхсни қоллаш мәналириға егә болушқа башлиған. Қедимий дәвирләрдә грекларда һәм руслардиму бирәр жуқури лавазимға намзатларни таллиғанда бесимлиқ бәргән исимни қаттиғирақ ейтиш арқилиқ көпчилик өзлириниң пикрини билдүргән дегән пикирму можут. Һазирму бәзи шоу программиларда ғалипкарни ениқлаш үчүн вақирап уддул мәнасида өз авазини бериш әнъәниси бар. Һәр һалда рус тилидин калька ретидә елинған бу сөз руслар үчүн өз тарихи бар уқум ретидә қобул қилинса, сабиқ Кеңәшләр иттипақи тәркивидә болған түркий тилларда ундақ контекст йоқ. Әнди Түркийәгә келидиған болсақ, «аваз бәрмәк» уқуми «ой вермек» (ой бәрмәк) ибариси арқилиқ ипадилиниду. Бу ибарә мәзкүр паалийәтниң маһийитини толуқ ечип бериду, дәп ойлаймиз. Дөләт үчүн муһим болған мундақ чариләрдә адәмләр әмәлиятта, һәқиқәттәнму, өз ойлирини бериду. Йәни намзатларни бир-биригә селиштурған һалда, ойлинип, әқил таразисиға селип бирини таллайду. Чүнки сайлам жуқури әқил-парасәтни, келәчәк алдидики жавапкәрликни тәләп қилидиған паалийәт. Шуңлашқа келәчәктә жуқурида аталған түркий тиллардики «аваз бәрмәк» «ой бәрмәккә» алмаштурулса мәнтиқигә уйғун болатти.
14-майда Түркийә хәлқи узун жиллар бойи елини талай қийинчилиқлардин елип чиққан, талантлиқ рәһбәр, алийжанап инсан, барлиқ түркий хәлиқләрниң һөрмитигә еришкән Рәжәп Тайип Ердоғанниң пүткүл яхши ишлирини әқил таразисиға селип, өткүнчи һаяжанларға берилмәй, барлиқ парасити билән униңға йәнә бир қетим өз ойлирини бериду, йәни рәһбири билән ойлири охшаш, демәк пикирдаш, мәхсәтдаш екәнлигини билдүриду дәп үмүт қилимиз.
Руслан Арзиев
Абай намидики ҚазМПУ доценти, ф.п.н.
Достарыңызбен бөлісу: |
|
|