Бастауыш білім беру деңгейінің 1-сыныбы үшін


«Сават ечиш» пәни бойичә оқуш программисиниң мәхсити



бет54/63
Дата28.01.2024
өлшемі2.5 Mb.
#490068
түріБағдарламасы
1   ...   50   51   52   53   54   55   56   57   ...   63
Бастауыш оқу бағдарламалары №266 бұйрығы 08.04.2016

2. «Сават ечиш» пәни бойичә оқуш программисиниң мәхсити



    1. «Сават ечиш» пәниниң мәхсити – оқуш вә йезиш адәтлири қелиплашқан, алған билимини, ойини толуқ, әтраплиқ, чүшинишлик, системилиқ йәткүзүштә қоллинишни билидиған, билим елишқа интилған шәхсниң йүксилинишигә имканийәт яритиш.

    2. Мошу мәхсәткә еришиш үчүн төвәндики вәзипиләрни йешиш нәзәрдә тутулиду:

  1. оқуғучиларни оқуш паалийитигә психофизиологиялик нуқтидин тәйярлаш;

  2. уйғур елипбәсидики (алфавит) һәрипләр билән (басма вә язма түри, баш һәрип вә кичик һәрип) тонуштуруш;

  3. һәриптин боғум, боғумдин сөз, сөздин жүмлә түзүп оқушқа вә йезишқа адәтләндүрүш;

  4. оқуш адити (дурус вә чүшинип оқуш) билән йезиш адитини (хатасиз, саватлиқ, таза, каллиграфия қаидилиригә реайә қилған һалда) қелиплаштуруп, йетилдүрүш;

  5. тиллиқ бирликләр (тавуш, боғум, сөз, жүмлә, мәтин) вә орфография, пунктуация тоғрилиқ аддий чүшәнчиләрни өзләштүрүш;

  6. китап оқушқа болған қизиқишини тәрбийиләш;

  7. аддий тәһлил қилиш усуллирини өзләштүргүзүш арқилиқ әхбаратни селиштуруш, топлаштуруш, системилаштурушни риважландуруш;

  8. нутуқ вә өз ара мунасивәт мәдәнийәт нормилирини сақлашқа адәтләндүрүш; сөз байлиғини бейитиш вә активлаштуруш, бағлаштуруп сөзләш нутқини йүксәлдүрүш;

  9. тонушлуқ қизғинлиғи билән ана тилиға, тарихиға, мәдәнийитигә, урпи-адәтлиригә болған муһәббәтни қелиплаштуруш арқилиқ мәнивий-инсаний пәзиләтләрни қелиплаштуруш;

  10. алған тиллиқ билими билән адәтлирини йәккә мунасивәт-муамилә тәжрибисидә, күндилик турмуш-мәишәт вәзийәтләрдә қоллинишқа үгитиш.

    1. Үчтиллиқ сәясәтни әмәлгә ашуруш:

1) Қазақстан Жумһурийитиниң умумий билим бериш мәһкимилири оқуғучиларниң функционаллиқ саватлиқлиғини тәрәққий қилдуруш мәхситидә коммуникативлиқ адәтләрниң асаслирини шәкилләндүргән һалда 1-синиптин башлап қазақ тилини, рус тилини, инглиз тилини оқутушни киргүзди;
2) Үч тилни оқутуш нутуқ паалийитиниң төрт коммуникативлиқ адитини (тиңшилим, ейтилим, оқулум вә йезилим) қелиплаштурушқа қаритилған;
3) Үчтиллиқ сәясәт тиллиқ вә тиллиқ әмәс пәнләрни оқутуш билән муәллимләрниңму ролини ениқлайду. Үчтиллиқ сәясәтни әмәлгә ашуруш «Сават ечиш» пәни программисиниң новәттики бөләклиридә өз әксини тапиду;
4) «Сават ечиш» пәнини оқутушта қоллинилидиған педагогикилиқ технологияләр билән «усул-амиллар» дәп атилидиған бәшинчи бөләктә муәллимниң пәнни өзләштүргүзүши үчүн зөрүр тиллиқ билим билән адәтләрни қандақ мукәммәлләштүридиғанлиғи ениқланған;
5) «Оқуғучиларниң коммуникативлиқ адәтлирини риважландуруш» дәп намлинидиған сәккизинчи бөләктә муәллимләрниң пән арқилиқ тиңшилим, ейтилим, оқулум вә йезилимниң алий дәрижидә қандақ тәрәққий қилидиғанлиғи көрситилгән;
6) «Оқуш нәтижилирини баһалаш тоғрилиқ» дәп атилидиған тоққузинчи бөләктә баһалаш тили ениқланған.




Достарыңызбен бөлісу:
1   ...   50   51   52   53   54   55   56   57   ...   63




©dereksiz.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет