Бастауыш білім беру деңгейінің 1-сыныбы үшін


Оқуш нәтижилирини баһалаш тоғрилиқ



бет56/63
Дата28.01.2024
өлшемі2.5 Mb.
#490068
түріБағдарламасы
1   ...   52   53   54   55   56   57   58   59   ...   63
Бастауыш оқу бағдарламалары №266 бұйрығы 08.04.2016

4. Оқуш нәтижилирини баһалаш тоғрилиқ



    1. Башланғуч мәктәптә оқуш нәтижисини баһалаш критериялиқ баһалаш системисини киргүзүш арқилиқ әмәлгә ашиду.

    2. Критериялиқ баһалаш - оқуш муваппәқийәтлирини ениқ айдиңлаштурған, биллә тәйярланған, оқуш жәрияниниң һәммә қатнашқучилириға (оқуғучилар, билим бериш мәһкимилириниң мәмурийити, педагогикилиқ персонал, ата- анилар вә башқа қануний вәкилләр) алдин-ала мәлум, башланғуч билим беришниң мәхсәтлири билән мәзмуниға мувапиқ критерийлар билән селиштурушқа асасланған баһалаш жәрияни.

    3. Критериялиқ баһалаш оқутуш, тәлим-тәрбийә бериш вә баһалашниң өз ара бағлинишиға асасланған.

    4. Критериялиқ баһалаш нәтижиси оқутуш жәриянини нәтижидарлиқ режиләш билән уюштуруш үчүн қоллинилиду.

    5. Башланғуч мәктәптики критериялиқ баһалаш системиси формативлиқ баһалаш (ФБ) вә ички жиғинда баһалашни (ИЖБ) өз ичигә алиду.

    6. Формативлиқ (еқимлиқ) баһалаш − дәристики вә күндилик иш жәриянидики билим билән адәтләрни өзләштүрүшниң еқимлиқ сәвийәсини ениқлайду вә оқутуш давамида оқуғучи билән педагог арисида дәрһал өз ара бағлинишни әмәлгә ашуриду, оқуғучиларға йеңи материални өзләштүрүш мабайнида тапшуруқни қанчилик тоғра орунлап, оқуш мәхситигә еришкәнлигини чүшинишкә имканийәт бериду.

    7. Ички жиғинда баһалаш – синип бойичә оқуш материаллириниң чоң бапини яки бөлигини оқуғандин кейин өзләштүрүлгән билим билән қелиплашқан адәтләр дәрижисини ениқлайду.

    8. Ички жиғинда баһалаш билим бериш мәһкимисиниң педагоглири тәрипидин әмәлгә ашурулиду. Жиғинда ишлар үчүн қоюлған баһалар һесаплиқ оқуш басқучлири үчүн йәкүн баһаларни ениқлашқа асас болуп һесаплиниду.

    9. 1-синипта оқуғучиларниң яш алаһидиликлирини һесапқа алған һалда, пәқәт формативлиқ баһалаш қоллинилиду. 3-4-чарәкләрдә чарәклик баһалар қоюлиду.

    10. 1-синипта жиллиқ баһа формативлиқ баһалашниң нәтижиси бойичә қоюлиду.





Достарыңызбен бөлісу:
1   ...   52   53   54   55   56   57   58   59   ...   63




©dereksiz.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет