Бастауыш білім беру деңгейінің 1-сыныбы үшін


«Сават ечиш» пәниниң мәзмуни вә оқуш материаллириниң системиси



бет57/63
Дата28.01.2024
өлшемі2.5 Mb.
#490068
түріБағдарламасы
1   ...   53   54   55   56   57   58   59   60   ...   63
Бастауыш оқу бағдарламалары №266 бұйрығы 08.04.2016

5. «Сават ечиш» пәниниң мәзмуни вә оқуш материаллириниң системиси



    1. «Сават ечиш» пәнини оқутуш жәриянини уюштурушқа қоюлидиған тәләпләр:

      Синип

      Һәптилик саат сани

      Жиллиқ саат сани

      1

      6

      198
      (33 оқуш һәптиси)

    2. Башланғуч билим бериш басқучида оқуш-тәрбийә жәриянини уюштуруш үчүн башланғуч синип кабинети санитарлиқ-гигиенилиқ қаидиләр билән нормиларға мувапиқ жабдуқлиниши керәк.

    3. Жиһазлар синипта һәрхил шәкилдики (йәккә, жүплүк, топлуқ) ишларни (оюн вә башқиму паал услублар) уюштурушқа имканийәт беридиған йеник вә һәрикәтчан болуши лазим. Шуниң билән биллә китап тәкчилиригә, оқуғучиларниң көргәзмә ишлириға беғишланған стендларға вә көрнәклик қуралларға мәхсус орунлар бөлүнүши һажәт.

    4. «Сават ечиш» пәнини оқутуш үчүн кабинетта төвәндики қурал-жабдуқлар болуши шәрт:

1) интерактивлиқ тахта /проектор, экран;
2) чәксиз интернетқа кириш:
3) оргтехника (компьютер, принтер, сканер, веб-камера, қулаққап вә ноутбуклар);
4) диктофон, микрофон;
5) санлиқ фотоаппарат;
6) флип-чарт;
7) кичик маркерлиқ тахта;
8) оқуғучиларниң ишини сақлашқа вә көрситишкә беғишланған шкафлар;
9) бор билән йезишқа беғишланған тахта;
10) балиларға беғишланған һәр хил жанрдики бәдиий әдәбият, рәсимлик брошюрилар, журналлар, гезитлар, шаирлар билән язғучилар тоғрилиқ фильмлар, аудиоязмилар, видеофильмлар;
11) көрнәклик қураллар (иллюстрацияләр, портретлар, таблица вә жәдвәлләр);
12) грамматикилиқ ениқлимилар билән луғәтләр: изаһлиқ, сөз ясаш, имла, синонимлар, антонимлар, фразеологиялик, этимологиялик луғәтләр в.б.;
13) дидактикилиқ вә тарқитиш материаллар;
14) муәллимгә беғишланған көрнәклик қуралар (пән бойичә жәдвәлләр, «Дурус олтириш», «Қәләмни тоғра тутуш» жәдвили, «Елипбә» жәдвили, магнитлиқ басма вә язма һәрипләр кассиси);
15) рольлуқ оюнларға беғишланған қочақлар, қурал-жабдуқлар;
16) әмгәк қураллири: қайча, жиңнә, жип, йелим, рәхт парчилири, түгмә, бояқлар, пластилин вә б.;
17) театрға беғишланған декорацияләр билән костюмлар, миллий кийимләр, ниқаплар.

    1. «Сават ечиш» пәниниң мәзмуни:

1) «Сават ечиш» пәни – лексикилиқ мавзулар асасида оқуғучиларни оқуш билән йезишқа үгитип, тиңшилим, ейтилим, оқулум вә йезилим адәтлирини қелиплаштурушқа беғишланған пән. «Сават ечиш» пәни программисиниң мәзмуни интегративлиқ түзүлиду;
2) «Сават ечиш» пәни үч басқучтин ибарәт: елипбәгичә болған дәвир, елипбә дәври, елипбәдин кейинки дәвир;
3) Муәллим саат санини үч басқуч бойичә синиптики оқуғучиларниң оқуш мәхсәтлирини өзләштүрүшигә, һәр басқучниң вәзипилирини әмәлгә ашурушиға бағлиқ әркин режә түзәләйду.

    1. Елипбәгичә болған дәвирниң вәзипилири:

1) оқуш паалийитигә болған қизғинлиғини қелиплаштуруш;
2) фонетикилиқ аңлаш-тиңшишини йүксәлдүрүш;
3) тавуш, боғум, сөз, жүмлә тоғрилиқ иптидаий чүшәнчиләр билән уқумларни қелиплаштуруш;
4) схема –модельларни қоллинип, сөзни тавушлуқ тәһлил қилиш, созуқ вә үзүк тавушларға ажритиш, сөзләрни боғумға бөлүш адәтлирини қелиплаштуруш;
5) қолниң ушшақ булжуңлирини риважландуруш (бояш, рәсим сизиш, һәрхил йөнилиштә сизиқларни, штрихларни сизиш, һәрип элементлирини йезиш);
6) оқуғучиниң ойлаш, әстә сақлаш, тәсәввур, қобул қилиш ихтидарини вә муқим зеһнини риважландуруш;
7) еғизчә, язмичә нутқини йүксәлдүрүш.

    1. Елипбә дәвриниң вәзипилири:

  1. оқуш паалийитигә болған қизғинлиғини риважландуруш;

  2. фонетикилиқ аңлап-тиңшаш адәтлирини йүксәлдүрүш;

  3. тавушлуқ тәһлил адәтлирини риважландуруш;

  4. елипбә (алфавит) һәриплирини өзләштүргүзүш, һәрипләрниң басмичә вә язмичә түрлирини, баш һәрип вә кичик һәрипни пәриқләшни үгитиш;

  5. тил бирликлири (тавуш, боғум, сөз, жүмлә) тоғрилиқ уқумлар билән чүшәнчиләрни кәңәйтиш;

  6. пәйдин-пәй сөзни туташ, тоғра, чүшинип оқушқа адәтләндүрүш;

  7. һәрипләрни, боғумларни, сөзләрни, жүмлиләрни йезишта каллиграфиялик адәтлирини қелиплаштуруш;

  8. еғизчә вә язмичә нутуқни риважландуруш арқилиқ сөзләш паалийитини йетилдүрүш.

    1. Елипбәдин кейинки дәвирниң вәзипилири:

  1. мәтинләрни тоғра, ипадилик, «ичидә оқушқа» үгитиш, чапсан оқуш адәтлирини қелиплаштуруш;

  2. тиңшаш-чүшиниш, сөзләш, оқуш вә йезиш адәтлирини йетилдүрүш;

  3. бағлинишлиқ сөзләшни риважландуруш;

  4. каллиграфия нормилириға реайә қилип, саватлиқ, хатасиз йезиш адәтлирини қелиплаштуруш.

    1. Тиңшилим вә ейтилим (еғизчә нутуқ билән фонетикилиқ қобул қилишни риважландуруш):

1) Муәллим билән башқа оқуғучиларниң нутқини тиңшиши, аңлиғининиң мәнасини чүшиниши, соалға тоғра вә ениқ жавап бериши, сөзниң мәнасини чүшиниши, сөзни мәнасиға қарап дурус һәм орунлуқ истимал қилишни билиши, савақдашлири билән сөһбәттә нутуқ мәдәнийитигә әмәл қилип, өзи һәққидә сөзләп берәлиши. Тиллиқ әмәс һәрикәт паалийәтләрни еғизчә нутуқта қоллиниш (интонация, мимика, қол вә тән һәрикәтлири). Сюжетлиқ рәсимләр бойичә һекайә түзүш, чөчәкләр ейтиш. Шеирларни ядлаш, санимақлар, мақал вә тәмсилләр, тепишмақларни ядлаш. Йеңилтмачлар ейтиш арқилиқ артикуляциялик аппаратини риважландуруш;
2) Сөзниң тавушлуқ тәркиви. Үзүк тавушларниң жараңлиқ/жараңсиз, сонорлуқ балуп бөлүнүши. Боғум – әң кичик ейтилим бирлиги. Созуқ тавушларниң боғум түзүштики роли. Сөзләрниң боғумларға бөлүнүши. Сөздики созуқ тавушлар. Сөздики урғу. Сөзниң мәнаси. Сөз байлиқни (запас) кәңәйтиш. Жүмлә түзүш. Жүмлиләрдин қисқа мәтинләрни түзүш. Мәтинни тиңшаш давамида чүшиниш. Муәллимниң еғизчә соаллириға жавап бериш. Сюжетлиқ рәсим бойичә яки көргини, бешидин кәчүргини, аңлиғини һәққидә сөзлишиш; қисқа шеирларни ядлаш, мәзмунини сөзләп бериш. Һәр хил жанрдики әсәрләрни селиштуруш. Әсәрдики асасий қәһриманларға характеристика бериш адәтлирини қелиплаштуруш. Сөзниң тавушлуқ вә һәриплик тәркивиниң охшаш яки охшаш әмәслигини ениқлаш. Сөзләрни уйғур әдәбий тилиниң тәләппуз (орфоэпиялик) қануниға мувапиқ ейтишни билиш. Коммуникативлиқ мәхсәтләргә бенаән (топта сөзлишиш, сөһбәткә қатнишиш, сәһниләштүрүш, рольлуқ оюнлар), нутуқ мәдәнийити этикетлирини пайдилиниш, лексикилиқ мавзулар асасида луғәт байлиғини (запасини) кәңәйтиш. Оқуғучиниң өзиниң ички дуниясидики тәшвиш, әндишиләргә диққәт қилишини вә өзгиләрниң қәлбини чүшинишкә интилишини қелиплаштуруш; Һәрхил иш-һәрикитиниң инсаний, изгү нуқтәий нәзәрдин тәһлил қилишиға әһмийәт берип қарашқа үгитиш.

    1. Оқулум (уйғур алфавити билән тонушуш, оқуш адәтлирини қелиплаштуруш):

1) Сөздики тавушларниң сани билән боғумларни ениқлаш. Тавушлуқ тәһлил қилиш. Тавушларниң мәна ажритишлиқ вәзиписини (функция) чүшиниш. Сөзләр билән жүмлиләрниң қурулмисини схема арқилиқ чүшинип, тонуп-билиши (сөздики боғум санини, жүмлидики сөз санини ениқлаш). Сөзниң мәнасини, жүмлиниң мәнасини чүшиниш. Тавуш билән һәрипни пәриқләшни билиш; һәрип-тавушниң бәлгү-тамғиси екәнлиги. Йезилған сөзниң һәриплик түзүлүши. Йезилған һәрипләр арқилиқ сөзниң тавушлуқ шәклини (формисини) йеңилаш (оқуш). Түрлүк қурулмидики сөзләрни, 2-6 сөздин ибарәт жүмлиләрни, 4-8 жүмлидин ибарәт қисқа мәтинләрни боғумлуқ усул билән улап оқушқа үгитиш, мәтинни муәллимниң соали бойичә терип оқушқа үгитиш. Үнлүк оқуш. Нутуқниң интонациялик тәшкиллинишини назарәт қилиш (ахиридики интонация, көтирәңгү ейтиш (үндәш), соал интонацияси);
2) Тавушлар билән һәрипләрни төвәндә көрситилгән тәртип билән үгитиш тәвсийә қилиниду:
1-басқучта а, т, п, н, м, р, л, о, с;
2-басқучта д, и, й, қ, ш, у, ә, к, б, ғ, з;
3-басқучта е, ч, г, ү, ө, х, я, һ, ж, в, ж, ю, ф, ң;
4-басқучта ь бәлгүси, ё, ц, щ, э, ы, ъ бәлгүси;
3) Уйғур тилидики тавушларни, уларниң ичидә ейтилиши охшаш н - ң, с-з, с-ш, қ-ғ, п-б тавушлирини тоғра тәләппуз қилишқа үгитиш. Рус тилидин киргән кирмә сөзләрдә учришидиған тавушларни тоғра тәләппуз қилишқа мәшиқләндүрүш. Оқуғучиларниң сөз байлиғини йүксәлдүрүш вә жанландуруш;
4) Сөзләрниң мәнасини күзитиш (мәнадаш сөзләр, зит сөзләр, көп мәналиқ). Мәтин тоғрилиқ умумий чүшәнчә. Өз алдиға оқуш давамида мәтинни чүшиниши. Баянлаш характерлиқ толуқтурушни тәләп қилидиған мәтинни толуқтуруп сөзләп бериши. Туташ сөзләр арқилиқ оқушқа өтүш, «ичидә оқуш»;
5) Оқулғанниң мәзмуни бойичә қоюлған соалларға жавап бериши; оқулған мәтин мәзмуниниң мавзуси билән бағлинишлиқлиғи, һәрхил жанрларниң алаһидиликлирини ениқлиши; қоюлған соалларға тоғра жавап беришни билиш; бәдиий мәтин билән бәдиий әмәс мәтинләрни интонацияни дурус қоюп оқуш (чекит, соал, үндәш) вә уларниң мәзмунини сөзләп бериши, терип оқуш, рольларға бөлүп оқуш, толуқсиз мәтинләрни оқуш, оқулғанға баһа бериш (яқиду/яқмайду). Оқуш тапшуруқлирини орунлашқа һажәтлик әхбаратни издәш (муәллимниң рәһбәрлигидә). Мәтин, рәсим, схема көрүнүшидә берилгән әхбаратни чүшиниш.

    1. Йезилим (йезиш адәтлирини қелиплаштуруш):

1) Схемиларниң ярдими билән сөзниң тавушлуқ тәркивини модельлаш. Жүмлини модельлаш. Йезиш ишиға тәйярлиқ мәшиқлири (тәнни тоғра тутуш, дурус олтириш, йоруқ, дәптәрни дурус қоюш, қериндашни/қәләмни дурус тутуш). Бошлуқта молжалаш адитини қелиплаштуруш (йезиш қури, қурарилиқ бошлуқ, қурниң жуқарқи вә төвәнки сизиғи, янту, тик). Рәсим сизиш, үзүк сизиқлар (пунктир), әгир сизиқлар. Һәрип элементлирини йезиш. Һәрип элементлири, баш һәрипләр билән кичик һәрипләрни, жүмлиләрниң боғумлирини уларни графикилиқ нормиларға реайә қилған һалда, бир-бири билән дурус бағлаштуруп, үзмәй йезиш. Ейтилиши билән йезилишида пәриқ йоқ сөзләрдин, пунктуациялик қаидиләргә әмәл қилған һалда, диктант йезиш. Жүмлә тәркивидики сөзләрниң бөләк йезилидиғанлиғи. Жүмлиниң баш һәрипиниң йезилиши, жүмлиниң ахирида чекит қюлидиғанлиғи. Жүмлә, кичик мәтинләрни (3-4 жүмлә) дурус түзүп йезиш. Аңлаш, әстә сақлаш арқилиқ сөзләрни (3-7 сөз), аддий жүмлиләрни (1-2 жүмлә) ядқа йезиш. Язғанни үлгигә қарап тәкшүрүш; каллиграфиялик тоғра йезиш;
2) Жүмлә ахиридики тиниш бәлгүлири. Уқумларни ажритиш: нәрсә вә сөз нәрсиниң нами екәнлигини. Әтрап муһиттики жисимларниң, һадисиләрниң намлири. Бир нәрсини, көп нәрсини билдүридиған сөзләр. Тавуш. Һәрип. Баш һәрип вә кичик һәрип. Тавушниң түрлири: созуқ вә үзүк тавушларни пәриқләш. Боғум. Тавушлардин боғум түзүш. Боғумлардин сөз түзүш. Сөзни боғумға бөлүш. Тавушлуқ-һәриплик тәһлил. Сөз вә жүмлә. Сөзниң мәнаси (луғәт иши). Сөзләрдин жүмлә түзүш. Жүмлиләрдин кичик һекайә (мәтин) түзүш. Жүмлиниң тиниш бәлгүлири (чекит, үндәш бәлгүси, соал бәлгүси). Сөзниң мәлум бир мәна (нәрсиләрниң намини, рәңгини, тамини, һәжимини, санини, иш-һәрикитини) билдүридиған уқумлар, уларни орунлуқ қоллинишқа үгитиш. Тоғра йезиш қанунлири билән тонушуш вә уларни тәжрибидә қоллиниш:
баш һәрип билән йезилидиған сөзләрни (адәмләрниң исми, йәр-су намлири, өй һайванлириниң атлири) ениқлаш, тоғра йезиш;
нәрсиләрниң нами билән санини, сүпитини, иш-һәрикитини билдүридиған сөзләрни ениқлаш;
көплүк қошумчисини өзләштүрүш вә дурус қоллиниш;
шәхс алмашлирини еғизчә нутуқта тоғра қоллиниш;
Һис-туйғусини баянлашта иш-һәрикәтни билдүридиған сөзләрни (пеил заманлирини) дурус қоллиниш;
шәхс қошумчилирини еғизчә нутуқта пайдилиниш;
жүмлиниң тиниш бәлгүлирини (чекит, пәш, соал бәлгүлири вә үндәш бәлгүси) дурус қоллинип йезиш;
муәллимниң ярдими билән сөзләрни қурдин-қурға көчириш.

    1. Пән мәзмуни оқуш бөләклири бойичә уюштурулған. Һәр бөләк өз новитидә бөлүмләргә бөлүнгән. Бөлүмләрдә оқуш мәхсәтлири бәлгүләнгән, улар билим яки чүшәнчә, адәт яки билим бойичә күтилидиған нәтижиләр көрүнишидә берилгән. Һәрбир кичик бөлүмниң ичидә изчиллиқ билән орунлаштурулған вә шу арқилиқ муәллимгә өз ишини планлашқа, оқуғучиларниң әмгигини баһалашқа оқутушниң кәлгүси басқучи тоғрилиқ әхбаратлаштурушқа имканийәт беридиған оқуш мәхсәтлири орунлаштурулған:



      Бап

      Бөләк

      1

      Тиңшилим вә ейтилим

      ТЕ1 Тиңшалған әхбаратниң мәзмунини чүшиниш

      ТЕ2 Асасий ойни ениқлаш

      ТЕ3 Тиңшалған материал бойичә соалларға жавап бериш

      ТЕ4 Вақиәни молжалаш

      ТЕ5 Һәрхил вәзийәттә нутуқ нормилирини дурус қоллиниш

      ТЕ6 Тиңшиғучиниң диққитини жәлип қилиш

      ТЕ7 Тиңшалған материални баһалаш

      ТЕ8 Берилгән мавзу бойичә өз пикрини ейтиш

      ТЕ9 Сөзләрни, тавушларни орфоэпиялик нормиға мувапиқ тәләппуз қилиш

      2

      Оқулум

      О1 Мәтинни чүшиниш

      О2 Мәтинниң қурулмилиқ (структурилиқ) бөләклирини ажритиш, мавзуси билән асасий ойни ениқлаш

      О3 Оқулған мәтиндики сөзләрниң лексикилиқ вә синтаксислиқ мәнасини чүшиниш

      О4 Соалларни қоюшни билиш вә баһалаш

      О5 Мәтинниң типи вә стилини тонуп, билиш

      О6 Оқуш стратегияси билән түрлирини қоллиниш

      О7 Һәрхил мәнбәләрдин һажәтлик әхбарат елиш

      О8 Мәтинләрни селиштурма көрүнүштә тәһлил қилиш

      О9 Алфавит билән тонушуш

      3

      Йезилим

      Й3 Режә (план) түзүш

      Й4 Өз алдиға мәтин түзүш

      Й5 Оқуған /тиңшалған, аудиовизуаллиқ материалларниң мәзмунини йезиш

      Й6 Мәтинни һәрхил шәкилдә сунуш

      Й7 Графикилиқ адәтләрни қелиплаштуруш

      Й8 Һәрхил жанрда ижадий мәна бериш

      Й9 Мәтинни түзитиш вә тәһрирләш

      Й10 Орфографиялик (имла) нормиларға реайә қилиш

      Й11 Грамматикилиқ нормиларға реайә қилиш

      Й12 Тиниш бәлгүлири (пунктуациялик) нормиларға реайә қилиш

    2. Программида «Оқуш мәхсәтлири» кодлуқ бәлгү билән бәлгүләнди. Кодлуқ бәлгүдә биринчи һәриплик бәлгү− бөләк наминиң қисқартилған түри, иккинчи бәлгү − бөлүмниң рәт сани, үчинчи бәлгү бөлүмниң санини, төртинчи сан оқуш мәхситиниң рәт номерини көрситиду. Мәсилән, ТЕ 1.2.1 кодида «ТЕ» 1) «Тиңшилим вә ейтилим» бөлиги, «1» − бөлүм, «2» − синип, «1» − оқуш мәхситиниң рәт сани.

    3. Әсләтмә:

1) «Йезилим» бөлиги бойичә;
2) Й1 «Мәтинниң түригә мувапиқ өз мәтинини түзүп йезиш»;
3) Й2 «Һәрхил стильни пайдилинип йезиш» бөлүмлииниң оқуш мәхсәтлири 2-4- синипларда «Уйғур тили» пәнидә қараштурилиду.

    1. Оқуш мәхсәтлириниң системиси:

1) 1 бөләк «Тиңшилим вә ейтилим»:

Бөлүм

Оқуш мәхсәтлири

ТЕ1Тиңшалған әхбаратниң мәзмунини чүшиниш

ТЕ1.1 Сөз, жүмлә вә аддий һәм қисқа мәтинниң мәнасини чүшиниду
ТЕ 1.2 Тиңшаш вә сөзләш арқилиқ сөз билән жүмлини ажритиду

ТЕ2 Асасий ойни ениқлаш

ТЕ2.1 Тиңшиған әхбараттики асасий мәсилиләрни муәллимниң ярдими билән ениқлайду

ТЕ3 тиңшалған материални сөзләп бериш

ТЕ3.1 Муәллимниң ярдими билән оқуғанни изчил баянлайду

ТЕ4 Оқуғанни молжалаш

ТЕ 4.1 Мәтинниң мәзмунини мәзмуни яки мәтин бойичә, берилгән рәсим бойичә молжалайду

ТЕ5 Ижтимаий муһитта нутуқ нормилирини қоллиниш

ТЕ5.1 Мунасивәт қилиш үчүн сөз байлиғини толуқтуриду, һәрхил нутқий вәзийәтләрдә этикет сөзлирини пайдилинишни билиду
ТЕ.5.2 Өзгиниң пикирини тиңшап, диалогқа қатнишиду

ТЕ6 Тиңшиғучиниң диққитини өзигә жәлип қилиш

ТЕ6.1 Ейтиливатқан пикирниң мәнасини йәткүзүш һәм тиңшиғучиниң диққитини өзигә жәлип қилиш мәхситидә нутуқта вербал әмәс қураллирини (мимика, ишарәт) қаллиниду

ТЕ7 Тиңшиған материални баһалайду

ТЕ7.1 Муәллимниң ярдими билән аудио/видео материалларни тиңшап, вақиәниң/әхбаратниң қандақ берилгини һәққидә өз пикрини билдүриду
ТЕ.7.2 Қәһриманларниң иш-һәрикитигә бағлиқ өз көзқаришини ейтиду (яқиду/яқмайду)

ТЕ8 Берилгән мавзу бойичә өз пикрини ейтиду

ТЕ8.1 Берилгән мавзу бойичә өз пикрини баянлаш, тәсвирләш түридә ейтиду

ТЕ9 Тавуш, боғум, сөз билән жүмлә һәққидә чүшәнчә қелиплишиду

ТЕ9.1 Сөздики тавуш түрлирини (созуқ, үзүк, қелин, инчикә тавушлар) пәриқләйду вә схема көрүнүшидә бәлгүләйду
ТЕ9.2 Сөзниң боғумдин туридиғанлиғини чүшинип, сөздики боғум санини ениқлайду
ТЕ9.3 Жүмлә сөздин түзилидиғанлиғини чүшиниду

2) 2 бөләк «Оқулум» (уйғур елипбәси билән тонушуш, оқуш адәтлирини қелиплаштуруш):

Бөлүм

Оқуш мәхсәтлири

О1 Әхбаратни чүшиниду

О1.1 Оқуғинини чүшинип, һекайидики қәһриманларни атайду

О2 Мәтинниң структурилиқ қисимлири билән асасий ойини ениқлайду

О2.1 Муәллимниң ярдими билән оқуған әсәрниң мавзуси, һекайиниң беши, оттуриси вә ахирини ениқлайду

О3 Мәтиндики сөзләрниң лексикилиқ вә синтаксислиқ алаһидилигини чүшиниду

О3.1 Қариму-қарши (зит), мәнадаш, аһаңдаш сөзләрни пәриқләйду

О4 Соалларни қоюшни билиду вә баһалайду

О4.1 Аддий мәтин яки рәсим бойичә соалларни қоюшни билиду вә оқуғини бойичә қоюлған соалға жавап бериду

О5 Мәтинниң түрлири билән стиль алаһидиликлирини ениқлайду

О5.1 Һәрхил мәтинләргә аит асасий бәлгүләрни ениқлайду (шеир, һекайә, гезит вә журналлар мақалиси вә б.)

О6 Оқуш түрлири билән стратегиялирини пайдилиниду

О6.1 Оқулумниң асасий амиллирини егиләйду (боғум билән оқуш, кам учришидиған сөзләрни туташ оқуйду)

О7Һәрхил мәнбәләрдин керәклик әхбаратни тапиду

О7.1 Алфавит рети билән түзүлгән мәнбәләрдин (луғәтләр, ениқлимилар, тәсвирий китаплар) әхбаратни тапиду

О8 Мәтинни селиштурған һалда тәһлил қилиду

О8.1 Бәдиий вә бәдиий әмәс мәтинләрни селиштуруп, муәллимниң ярдими билән уларни пәриқләйду

О9 Елипбә билән тонушиду

О9.1 Һәрипниң тамғисини тонуйду вә уни тавуш билән мувапиқлаштуриду
О9.2 Тавушниң сөздики хизмитини чүшиниду (созуқ тавуш, үзүк тавуш, ь,ъ бәлгүлириниң роли, е, ё, ю, я функциялири)

3) 3 бөләк «Йезилим» (Йезиш адәтлирини қелиплаштуруш)

Бөлүм

Оқуш мәхсәтлири

Й3 Режә түзүш

Й3.1 Муәллимниң ярдими билән аддий мәтинниң режисини түзүп, мавзу қойиду

Й4 Өз алдиға мәтин түзүш

Й4.1 Мавзуға бағлиқ сөзләрни пайдилинип, аддий жүмлә/мәтин түзиду һәм язиду

Й5 Оқуған /тиңшалған, аудиовизуаллиқ материалларниң мәзмунини йезиш

Й5.1 Муәллимниң ярдими билән аудиовизуаллиқ материаллардики әхбаратни рәсим, схема, бәлгүләр арқилиқ йәткүзиду

Й6 Мәтинни һәрхил шәкилдә сунуш

Й6.1 Схема, рәсим, бәлгүләр билән толуқтуруп үлгә бойичә аддий жүмлә/мәтин түзиду һәм язиду/ терийду

Й7 Графикилиқ адәтләрни қелиплаштуруш

Й7.1 Сөз/жүмлә схемисини түзиду, схемиға бағлиқ сөзни тапиду, берилгән схема бойичә жүмлә түзиду
Й7. 2 Һәрип элементлирини, баш һәрипләр билән кичик һәрипләрни вә уларниң бир -бири билән бағлинишини каллиграфиялик тәләпкә реайә қилған һалда язиду

Й8 Һәрхил жанрда ижадий мәна бериш

Й8.1 Муәллимниң ярдими билән һәрхил жанр бойичә (хәт, тәбрикнамә, хәвәр) аддий мәтин түзүп язиду

Й9 Мәтинни түзитиш вә тәһрирләш

Й9.1 Сөз, жүмлиләрни үлгигә қарап яки муәллимниң ярдими билән тәкшүрәйду вә тәһрирләйду

Й10 Орфографиялик (имла) нормиларға реайә қилиш

Й10.1 Һәрип билән тавушни пәриқләйду, тавушларниң ейтилиш алаһидиликлирини һесапқа алған һалда, сөзләрни дурус язиду/көчириду, муәллимниң ярдими билән сөзләрни қурдин –қурға көчириду.
Й10.2 Ейтилиши билән йезилишида пәриқ йоқ сөзләрни әстә сақлаш арқилиқ язиду
Й10.3 Баш һәрип билән йезилидиған сөзләрни (адәмләрниң исимлири, йәр-су атлири, өй һайванлириниң атлири), дурус йезишни билиду

Й11 Грамматикилиқ нормиларға реайә қилиш

Й11.1 Нәрсиниң намини, санини, бәлгүсини, иш-һәрикитини билдүридиған сөзләрни пәриқләйду
Й11.2 Шәхс қошумчилири, уларниң бирлик вә көплүк түрлирини пайдилиниду (аталғусиз)

Й12 Тиниш бәлгүлири (пунктуациялик) нормилириға реайә қилиш

Й12.1 Жүмлини баш һәрип билән язиду, жүмлә ахирида тиниш бәлгүлирини (чекит, соал, үндәш бәлгүси) қойиду

    1. Узақ вақитқа мөлчәрләнгән режә:

Нутуқ түрлири

Күтүлидиған нәтижиләр

Оқутуш мәхсәтлири



І чарәк
Өзәм һәққидә
Мениң мәктивим

ІІ чарәк
Мениң аиләм вә достлирим Тәбиәтниң рәңлик китави

ІІІ чарәк
Сәяһәт
Урпи - адәт вә фольклор

ІV чарәк
Сағлам тамақ
Сағлам тәндә – сағлам роһ

Оқуғучилар қилалайду

Оқуғучилар қилалайду

Оқуғучилар қилалайду

Оқуғучилар қилалайду

Тиңшилим вә ейтилим



3-5 жүмлидин тәркип тапқан мәтинни чүшиниду, нутуқниң қандақ болидиғанлиғини һәм немә үчүн керәклигини чүшәндүриду

6-8 жүмлидин тәркип тапқан мәтинни тиңшайду, чүшиниду

8-10 жүмлидин тәркип тапқан мәтинни тиңшайду, чүшиниду

10-15 жүмлидин тәркип тапқан мәтинни тиңшайду, чүшиниду

ТЕ1.1 Жүмлиниң сөзләрдин түзүлгинини чүшиниду. Нутуқта сөзни, жүмлини ениқлаш

Сөзләрниң/нәрсиләрниң- /бәлгүсиниң/иш-һәрикитиниң умумий лексикилиқ мәнасини билиду.

Берилгән мавзуға бағлиқ сөзләрниң мәнасини чүшиниду һәм чүшәндүриду

Зит вә мәнадаш сөзләрниң мәнасини (аталғусиз) чүшиниду вә чүшәндүриду

Нәрсиләрниң намини, бәлгүсини, иш- Һәрикитини билдүридиған сөзләрни хусусийәтлиригә бағлиқ пәриқләйду.

ТЕ1.2 Нәрсиләрниң намини, бәлгүсини, иш- Һәрикитини билдүридиған сөзләрниң лексикилиқ мәнасини чүшиниш

Муәллимниң ярдими билән тил адәтлирини қолланған һалда өзиниң ғайилири, ой-пикирлири, һиссиятлири билән савақдашлири билән сөһбәтлишиду.

Изчил сөзләш арқилиқ өзгиләр билән өз идеялири, ойлири һәм һиссиятлири билән бөлүшиду.

Лингвистикилиқ һәм синтаксислиқ бирикми-ләрни пайдилиниш арқилиқ башқа оқуғучи-лар билән өз идеялири, ойлири һәм һиссиятлири билән бөлүшиду

Һәр хил мунасивәт қилиш вәзийәтлиридә өз идеялири, ойлири һәм сезимлири билән бөлүшиду

ТЕ5.2 Өзгиниң пикрини тиңшаш һәм һөрмәтләш

Тиңшиған әхбарат бойичә қоюлған соалларға жавап бериду

Аддий соалларға жавап тепиш мәхситидә әхбаратни тиңшайду.

Муәллимниң ярдими билән тиңшиған әхбарат бойичә қоюлған соалларниң жававини издәш һәм соалларни түзүш мәхситидә әхбаратни тиңшайду

Муәллимниң ярдими билән мәтиндики вақиәләрниң пәйдин пәйлигини ениқлаш үчүн соалларни түзүш мәхситидә әхбаратни тиңшайду

ТЕ2.1 Муәллипниң немә һәққидә ейтқуси кәлгәнлигини һәм тиңшиған әхбарат арқилиқ бизниң немигә көз йәткүзүшимиз керәклигини ениқлаш (муәллимниң ярдими билән)

Иллюстрация бойичә мәзмунни молжалайду.

Муәллимниң ярдими билән берилгән мавзу асасида мәзмунини молжалайду

Берилгән иллюстрация/ мавзу бойичә мәзмунини ениқлаш

Һәрхил типтики мәтинләрниң мәзмунини берилгән мавзу вә иллюстрация арқилиқ ипадиләйду

ТЕ4.1 Мавзу вә иллюстрация арқилиқ һекайиниң мәзмунини ениқлаш

Муәллимниң ярдими билән тәклип қилинған вәзийәт асасида жүмлә түзиду.

Һекайә келип чиқиш үчүн сжетлиқ сүрәтләр асасида жүмлә түзиду

Һекайә келип чиқиш үчүн икки сюжетлиқ сүрәт асасида бир нәччә жүмлә түзиду

Сюжетлиқ сүрәт асасида һекайә түзиду.

ТЕ4.1 Мавзу вә иллюстрация арқилиқ һекайиниң мәзмунини ениқлаш

Муәллимниң ярдими билән бирнәччә сюжетлиқ сүрәтләргә асасланған һалда тиңшиғини һәққидә сөләп бериду.

Бир нәччә сюжетлиқ сүрәтләргә асасланған һалда тиңшиғини һәққидә сөзләп бериду

Тиңшиғини һәққидә изчил сөзләп бериду

Вақиәликниң мәнтиқисини сақлиған һалда тиңшиғинини сөзләп бериду.

ТЕ 3.1 Вақиәликниң мәнтиқисини сақлиған һалда сөзләп бериш (муәллимниң ярдими билән)

Жүмлидә немә һәққидә сөз болуватқанлиғини ениқлайду

Ейтилған қисқичә пикирниң мавзусини ениқлайду

Ейтилған қисқичә пикирниң мавзусини һәм асасий ойини ениқлайду

Пикирниң мавзусини һәм асасий ойини ениқлайду

ТЕ2.1 Муәллипниң немә һәққидә ейтқуси кәлгәнлигини һәм тиңшиған әхбарат арқилиқ бизниң немигә көз йәткүзүшимиз керәклигини ениқлаш (муәллимниң ярдими билән)

Муәллимниң ярдими билән берилгән мавзуға пикир түзиду

Берилгән мавзуға пикир түзиду

Берилгән мавзуға һәрхил интонацияләрни пайдилинип пикир түзүш

Берилгән мавзуға һәр хил интонация, мимика вә ишарәтләрни пайдилинип пикир түзиду

ТЕ8.1 Берилгән мавзуни чүшәндүргән һалда өз пикрини түзүш
ТЕ6.1 Ейтиливатқан пикирниң мәнасини йәткүзүш һәм тиңшиғучиниң диққитини өзигә жәлип қилиш мәхситидә нутуқта вербал әмәс қураллирини (мимика, ишарәт) қоллиниш

Муәллимниң ярдими билән сөздики тавушларни ениқлап, уларниң хусусийәтлирини тәрипләйду (созуқ, үзүк тавушлар)

Муәллимниң ярдими билән сөздики тавушларни ениқлап, уларниң хусусийәтлирини атайду (қелин созуқ тавушлар, инчикә созуқ тавушлар, жараңлиқ вә жараңсиз үзүк тавушлар)

Сөздики тавушларни ениқлап, уларниң хусусийәтлирини атайду (қелин созуқ тавушлар, инчикә созуқ тавушлар, жараңлиқ вә жараңсиз үзүк тавушлар)

Сөздики тавушларни ениқлап, уларниң хусусийәтлирини атайду (қелин созуқ тавушлар, инчикә созуқ тавушлар, жараңлиқ вә жараңсиз үзүк тавушлар)

ТЕ9.1 Сөздики тавуш түрлирини (созуқ, үзүк, қелин, инчикә тавушлар) пәриқләйду вә схема түрдә бәлгүләш



Муәллимниң ярдими билән сөзни боғумға бөлүп, униң санини ениқлайду

Муәллимниң ярдими билән сөзни боғумға бөлүп, униң санини ениқлайду

Сөзни боғумға бөлүп, униң санини ениқлайду

Сөзни боғумға бөлүп, униң санини ениқлайду

ТЕ9.2 Сөзниң боғумдин туридиғанлиғини чүшинип, сөздики боғум санини ениқлаш

Муәллимниң ярдими билән тиңшиған әхбаратниң мәзмуниға болған өз мунасивитини ипадиләйду (яқиду/яқмайду, сәвәви)

Тиңшиғини һәққидә пикир қилиду (яқиду/яқмайду, сәвәви)

Муәллимниң ярдими билән өз ой-пикрини ейтиду, асаслайду (келишимән/ келишмәймән, сәвәви)

Өз ой-пикрини ейтиду, асаслайду (келишимән/ келишмәймән, сәвәви)

ТЕ7.1 Тиңшиған әхбаратниң мәзмуниға болған өз мунасивитини ипадиләш (яқиду/яқмайду, сәвәви)
ТЕ.7.2 Берилгән мавзу бойичә өз ой-пикрини ейтиш, асаслаш (келишимән/ келишмәймән, сәвәви)

Өз нутқида нутуқ этикетидики сөзләрни пайдилиниду

Өз нутқида нутуқ этикетидики сөзләрни пайдилиниду

Өз нутқида нутуқ этикетидики сөзләрни пайдилиниду

Өз нутқида нутуқ этикетидики сөзләрни пайдилиниду

ТЕ5.1 Һәрхил нутқий вәзийәтләрдә этикет сөзлирини пайдилиниш

ОҚУЛУМ

Тавуш билән һәрипни пәриқләйду, сөздики һәрип билән тавушниң ролини билиду, һәрипниң обризини көз алдиға кәлтүриду.

Сөздики һәрипниң хизмитини чүшиниду.

Сөздики һәрипниң хизмитини чүшиниду ( Ё, Ю,Я қош тавушлириниң вә Ь,Ъ бәлгүлириниң хизмити

Сөздики һәрипниң хизмитини чүшиниду ( Ё, Ю,Я қош тавушлириниң вә Ь,Ъ бәлгүлириниң хизмити

О9.1 Һәрипниң тамғисини тонуш вә уни тавуш билән маслаштуруш
О9.2 Тавушниң сөздики хизмитини чүшиниш (созуқ тавуш, үзүк тавуш, ь,ъ бәлгүлириниң роли, е, ё, ю, я функциялири)

Муәллим тәрипидин оқулған әсәрни чүшиниду (мәзмуни бойичә қоюлған соаллар бойичә)

Муәллим тәрипидин оқулған әсәрниң мәзмунини асасий вақиәлик дәрижиси асасида чүшиниду

Оқулған әсәрниң мәзмунини асасий вақиәлик дәрижиси асасида чүшиниду (мавзуни ениқлаш арқилиқ)

Оқулған әсәрниң мәзмунини асасий вақиәлик дәрижиси асасида чүшиниду (асасий ой пикр билән -мавзуни ениқлаш арқилиқ)

Оқулған әсәрниң мәөмунини асасий вақиәлик дәрижиси асасида чүшиниш

Муәллим тәрипидин оқулған әсәрниң структурилиқ қисимлирини (әсәрниң беши, оттуриси вә ахирини) ениқлайду. (муәллимниң ярдими билән)

Муәллим тәрипидин оқулған әсәрниң структурилиқ қисимлирини (әсәрниң беши, оттуриси вә ахирини) ениқлайду.

Муәллимниң ярдими билән әсәрниң беши, оттуриси вә ахирини ениқлайду

Оқулған әсәрниң структурилиқ қисимлирини (әсәрниң беши, оттуриси вә ахирини) ениқлайду.

О1.1 Муәллимниң ярдими билән әсәрниң беши, оттуриси вә ахирини ениқлаш

Муәллимнң ярдими билән мәнаси йеқин сөзләрни таллайду вә пәриқләйду.

Муәллимнң ярдими билән қариму- қарши мәналиқ сөзләрни таллайду вә пәриқләйду.

Муәллимнң ярдими билән мәнадаш вә қариму- қарши мәналиқ сөзләрни таллайду вә пәриқләйду.

Муәллимнң ярдими билән мәнадаш, зит вә көпмәналиқ сөзләрни таллайду вә пәриқләйду.

О1.Мәнадаш, зит вә көпмәналиқ сөзләрни таллаш вә пәриқләш (Муәллимнң ярдими билән)

Иллюстрация бойичә соалларни түзиду вә уларға жавап бериду.

Иллюстрация вә қисқа һәжимлик әсәрниң мәтини бойичә соалларни түзиду вә муәллимниң ярдими билән уларға жавап бериду.

Иллюстрация вә қисқа һәжимлик әсәрниң мәтини бойичә соалларни түзиду вә уларға жавап бериду.

Иллюстрация вә әсәрниң мәтини бойичә соалларни түзиду вә уларға жавап бериду.

О4.1 Аддий мәтин яки сүрәт бойичә соалларни қоюшни билиду вә оқуғини бойичә қоюлған соалға жавап бериш.

Муәлимниң ярдими билән жанр алаһидиликлирини билиш арқилиқ чөчәк, һекайә, шеирни пәриқләйду.

Жанр алаһидиликлирини билиш арқилиқ чөчәк, һекайә, шеирни пәриқләйду.

Тәсвирләш вә баянлаш мәтинлириниң алаһидиликлирини билиш арқлиқи пәриқләйду

Бәдиий вә бәдиий әмәс мәтинләрниң алаһидиликлири арқилиқ уларниң түрини ениқлайду

О5.1 Тәсвирләш вә баянлаш мәтинлириниң алаһидиликлирини билиш арқлиқи пәриқләш
О5.2 Жанр алаһидиликлирини билиш арқилиқ чөчәк, һекайә, шеирни пәриқләш
О5.3 Бәдиий вә бәдиий әмәс мәтинләрниң алаһидиликлири арқилиқ уларниң түрини ениқлаш

ЙЕЗИЛИМ

Йезиш гигиенисиниң қаидилиригә риайә қилиш

Йезиш гигиенисиниң қаидилиригә риайә қилиш

Йезиш гигиенисиниң қаидилиригә риайә қилиш

Йезиш гигиенисиниң қаидилиригә риайә қилиш

Й7. 2 Һәрип элементлирини, баш һәрипләр билән кичик һәрипләрни вә уларниң бир -бири билән бағлинишини каллиграфиялик гигиенилиқ тәләпкә риайә қилған һалда йезиш

Һөсни хәт бетидики йезиш қурлирини молжалаш, қурлар арилиғини пәриқләйду

Һөсни хәт бетидики йезиш қурлирини молжалаш, қурлар арилиғини пәриқләйду

Һөсни хәт бетидики йезиш қурлирини молжалаш, қурлар арилиғини пәриқләйду

Һөсни хәт бетидики йезиш қурлирини молжалаш, қурлар арилиғини пәриқләйду

Й7. 2 Һәрип элементлирини, баш һәрипләр билән кичик һәрипләрни вә уларниң бир -бири билән бағлинишини каллиграфиялик вә гигиенилиқ тәләпкә риайә қилған һалда йезиш

Қолни йезишқа тәйярлаш мәхситидә аддий мәшиқләрни орунлайду

Һәрипләни тоғра язиду, дурус қошиду, сөздики боғумларни дурус қошиду.

Қолни үзмәй йезишқа адәтлиниду һәм қурдики һәрип вә сөзни дурус язиду

Гигиенилиқ тәләпкә мувапиқ һөсни хәтни егиләйду

Й7. 2 Һәрип элементлирини, баш һәрипләр билән кичик һәрипләрни вә уларниң бир -бири билән бағлинишини каллиграфиялик вә гигиенилиқ тәләпкә риайә қилған һалда йезиш

Сөздики тавушларниң тәркивини, боғум, сөз, жүмлини схема арқилиқ көрситиду.

Сөздики тавушларниң тәркивини, боғум, сөз, жүмлини схема арқилиқ көрситиду.

Алдин –ала тәһлилдин кейин сөз вә жүмлиләрни язиду.

Хата йезилған жүмлиләр билән 4-6 жүмлидин тәркип тапқан қисқа мәтинни түзитиш.

Й7.1 Сөз/жүмлә схемисини ясаш, схемиға бағлиқ сөзни тепиш, берилгән схема бойичә жүмлә түзүш
Й9.1 Сөз, жүмлиләрни үлгигә қарап яки муәллимниң ярдими билән тәкшүрүш вә тәһрирләш

Жүмлиниң ахирида тиниш бәлгүләрни қойиду

Хатасиз көчирип язиду, язғинини тәкшүрәйду

Хатасиз көчирип язиду, язғинини тәкшүрәйду

Аддий сөз вә қисқа жүмлиләрни көчирип язиду һәм тәкшүрәйду

Й9.1 Сөз, жүмлиләрни үлгигә қарап яки муәллимниң ярдими билән тәкшүрүш вә тәһрирләш.
Й12.1 Жүмлә ахирида тиниш бәлгүлирини (чекит, соал бәлгүси, үндәш бәлгүси) қоюш

Адәм вә нәрсиләрниң намини язғанда вә жүмлә бешида баш һәрипни язиду

Адәм вә нәрсиләрниң намини баш һәрип билән язиду вә уни тәкшүрәйду

Адәм вә нәрсиләрниң намини баш һәрип билән язиду вә уни тәкшүрәйду

Адәм вә нәрсиләрниң намини язғанда вә жүмлә бешида баш һәрипни язиду һәм тәкшүрәйду.

Й10.3 Адәмләрниң исимлирини вә жүмлиниң бешида баш һәрипни пайдилиниш.
Й9.1 Сөз, жүмлиләрни үлгигә қарап яки муәллимниң ярдими билән тәкшүрүш вә тәһрирләш.

Һәрипләрни аңлаш арқилиқ язиду.

Аддий сөзләрни аңлаш арқилиқ язиду.

Сөз вә жүмлиләрни тәһлил қилип, аңлаш арқилиқ язиду.

Сөз вә жүмлиләрни аңлаш ярқилиқ язиду.

Й7. 3 Жүмлиләрни аңлаш арқилиқ яздуруш.

Һәрипләрни язма вә басма түрлириниң элементлирини язиду, уларни дурус қошиду.

Муәллимниң ярдими билән өтүлгән һәрипләрни тавушлуқ тәһлил қилғандин кейин боғум вә сөзләрни көчириду, уларни жүмлә тәркивидә кәлтүриду.

Аддий жүмлиләрни түзиду, уларни көчириду.

Муәллимниң ярдими билән берилгән мавзу бойичә жүмлиләрниң һәр хил түрлирини түзиду

Й4.1 Мавзуға бағлиқ сөзләрни пайдилинип, аддий жүмлә/мәтин түзүш һәм йезиш




Һәрип билән тавушни пәриқләйду, тавушларниң ейтилиш алаһидиликлирини һесапқа елип, сөзләрни дурус язиду/көчириду

Муәллимниң ярдими билән сөзләрни қурдин- қурға дурус көчириду



Сөзләрни қурдин- қурға дурус көчириду, жүмлиләрни аңлаш арқилиқ язиду

Й10.1 Һәрип билән тавушни пәриқләйду, тавушларниң ейтилиш алаһидиликлирини әскә елип, сөзләрни дурус йезиш/көчириш, муәллимниң ярдими билән сөзләрни қурдин- қурға көчириш
Й7. 3 Жүмлиләрни аңлаш арқилиқ яздуруш.







Берилгән мавзу бойичә нәрсиниң намини, санини, бәлгүсини, иш-һәрикитини билдүридиған сөзләрни пайдилиниш арқилиқ язиду

Берилгән мавзу бойичә нәрсиниң намини, санини, бәлгүсини, иш-һәрикитини билдүридиған сөзләрни пайдилиниш арқилиқ язиду

Й11.1 Нәрсиниң етини, санини, бәлгүсини, иш-һәрикитини билдүридиған сөзләрни пәриқләш



Муәллмниң ярдими билән рәсим, символ, схема арқилиқ аддий мәтинниң мәзмунини ейтиду

Муәллмниң ярдими билән рәсим, символ, схема арқилиқ аддий мәтинниң мәзмунини ейтиду, режә түзиду, мавзу қойиду.

Берилгән мавзу бойичә бирнәччә жүмлидин тәркип тапқан сюжетлиқ сүрәтләр асасида мәтинниң аддий түрини түзиду.

Берилгән мавзу бойичә бир нәччә жүмлидин тәркип тапқан өзиниң шәхсий тәжрибиси асасида мәтинниң аддий түрини түзиду (Берилгән сөзләрни пайдилиниш арқилиқ)

Й3.1 Муәллимниң ярдими билән аддий мәтинниң режисини қуруп, мавзу қоюш
Й4.1 Мавзуға бағлиқ сөзләрни пайдилинип, аддий жүмлә/мәтин түзүш һәм йезиш
Й5.1 Муәллимниң ярдими билән аудиовизуаллиқ материаллардики әхбаратни рәсим, схема, бәлгүләр арқилиқ йәткүзүш

Муәллимниң ярдими билән рәсим ясаш арқилиқ хәт, тәбрикнамә язиду

Рәсим ясаш арқилиқ тәбрикнамини толтуриду, өтүлгән һәрипләрни пайдилиниду

Қисқичә хәт, тәбрикнамә язиду

Хәт, хәвәр вә тәбрикнамә язиду.

Й8.1 Муәллимниң ярдими билән һәрхил жанр бойичә (хәт, тәбрикнамә, хәвәр) аддий мәтин түзүп йезиш.
Й6.1 Схема, рәсим, бәлгүләр билән толуқтуруп үлгә бойичә аддий жүмлә/мәтин түзүш һәм йезиш/ териш

Дурус қошуп язған һәриплирини назарәт қилиду, тәкшүрәйду, баһалайду

Язған боғум, сөз вә қисқа жүмлиләрни назарәт қилиду, тәкшүрәйду, баһалайду

Язған боғум, сөз вә қисқа жүмлиләрни назарәт қилиду, тәкшүрәйду, тәһрирләйду, баһалайду

Язған боғум, сөз вә қисқа жүмлә, мәтинләрни назарәт қилиду, тәкшүрәйду, тәһрирләйду, баһалайду

Й9.1 Сөз, жүмлиләрни үлгигә қарап яки муәллимниң ярдими билән тәкшүрүш вә тәһрирләш.

Қазақстан Республикасы


Білім және ғылым министрінің
2016 жылғы 8 сәуірдегі
№ 266 бұйрығына 16-қосымша

Қазақстан Республикасы


Білім және ғылым министрінің
2013 жылғы 3 сәуірдегі
№ 115 бұйрығына 190-қосымша


Достарыңызбен бөлісу:
1   ...   53   54   55   56   57   58   59   60   ...   63




©dereksiz.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет