Бастауыш білім беру деңгейінің 1 сыныбы үшін
«Сауат ашу» пәні бойынша үлгілік оқу бағдарламасы
(оқыту ұйғыр тілінде)
1. Умумий мәлумат
«Сават ечиш» пәниниң әһмийити. «Сават ечиш» пәни умуми билимниң асасини тәшкил қилидиған наһайити муһим пәнләрниң биридур.
«Сават ечиш» пәни «Ана тили», «Әдәбий оқуш» пәнлириниң тәркивий қисми болуп, тил вә әдәбият тоғрилиқ билим системисиға тәйярлиқ басқучи болуп һесаплиниду.
«Сават ечиш» пәниниң әһмийити – оқуғучиларниң һаятида йеңи пәйда болған «йетәкчи паалийити» – оқуш паалийитигә маслишиш, муқим зеһин билән хатирисини, мәнтиқий пикир қилиш билән билим елишқа болған қизғинлиғини шәкилләндүрүп, тәпәккүрини йүксәлдүрүш, сөз байлиғини ашуруш, сөзләрни бағлаштуруп сөзләшкә үгитиш вәзипилирини әмәлгә ашурушта.
Шуниң билән биллә нутуқ паалийитиниң тиңшилим, ейтилим, оқулум вә йезилим түрлирини риважландуруш арқилиқ башқа пәнләрни өзләштүрүшкә асас болушида.
«Сават ечиш» пәнидә оқуш вә йезиш ишлири өз ара зич бағлиништа биллә елип берилиду: оқуш адәтлири яхши қелиплашқан оқуғучиниң саватлиқ йезиш адитиму шуниңға мувапиқ қелиплишиду.
«Сават ечиш» пәни оқуғучиларниң:
1) уйғур тилиниң фонетикиси, лексикиси, грамматикиси билән пунктуацияси тоғрилиқ иптидаий билим асаслирини өзләштүришигә;
2) оқуш билән йезишқа болған қизғинлиғиниң ойғинишиға;
3) оқуш вә йезиш адәтлириниң йетилишигә;
4) өз ара мунасивәттә ейтилим, тиңшилим, йезилим вә оқулум адәтлирини тоғра, орунлуқ қоллинишни қелиплаштурушқа;
5) жүп билән, топ билән, коллектив билән ишләшкә адәтлинишкә вә һәрхил рольни (лидер, орунлиғучи) бәжиришкә үгинишигә;
6) Қазақстанда яшаватқан жими хәлиқләрниң мәдәнийитигә изгүлүк вә һөрмәт туйғусиниң шәкиллинишигә асас салғучи пәндур.
7) «Сават ечиш» пәни арқилиқ оқуғучилар уйғур тили билән әдәбий мирасини өзләштүрүп, ана тили билән хәлқиниң мәдәнийитини һөрмәтләшкә, оқуш жәриянида вә күндилик турмушта учришидиған вәзийәтләрдә тиллиқ мунасивәтләргә әркин арилишип, өз пикрини билдүрүшкә адәтлиниду.
Достарыңызбен бөлісу: |