3. «Сават ечиш» пәнини оқутушта қоллинилидиған педагогикилиқ технологияләр билән услуб –амиллар
Умумий билим бериш мәһкимимлири (мәктәп, гимназия, лицей вә б.) «билим елишни қандақ үгиниш керәклиги» принципиға асаслиниду, бу принцип бойичә оқуғучиларни мустәқил билим елишқа интилидиған, тиришчан, қизғинлиғи йүксәк, өзигә ишинидиған, жавапкәрчилиги жуқури вә зеһний парасити йетүк шәхс сүпитидә қелиплаштуруш нишан қилиниду.
Оқуғучиларда бу хусусийәтләрни қелиплаштурушта муәллимләр һәр -түрлүк технологияләр билән аслуб-амилларни қоллиниду дәп күтүлмәктә, улар:
тәтқиқат нуқтисидин яндишиш (оқуғучилар «немини билимән, немини билгүм келиду, немини билдим» соаллири бойичә өз паалийитини тәһлил қилишни үгиниду);
паалийәт нуқтисидин яндишиш (оқуғучилар оқуш паалийитидә өзләштүргән йеңи билимниң келәчәктә һажәтлигини (зөрүрлүгини) чүшиниду);
риважландуруп оқутуш (оқуғучилар оқуш паалийитиниң усуллирини өзләштүрүп, өз паалийитини режиләш вә башқуруш йолини үгиниду);
асаслаш (оқуғучиниң оқушқа болған қизиқишини ашуруш үчүн «оқутуш үчүн баһалаш» арқилиқ қоллаш);
оқуғучиларниң оқуш паалийитини йәккә, топлуқ, коллективлиқ көрүнүштә уюштуруш (оқуғучилар бир- бирини баһалашқа, пикир алмаштурушқа вә б.) үгиниду;
дифференциациялик оқутуш (оқуғучиларни дәрижисигә, имканийәтлиригә қарап оқутуп, қелиплаштурғучи баһа арқилиқ қоллаш);
«Сават ечиш» пәнини оқутушта қоллинилидиған оқутуш системиси билән усуллири;
сөзниң фонетикилиқ қурулмисини тәһлил қилиш;
муәммалиқ вәзийәт һасил қилиш;
оқуш билән йезишни тәңқидий нуқтәий нәзәрдин ойлаш арқилиқ қелиплаштуруш;
тәжрибилик, ижадий оқуш паалийити (һәрхил ижадий иш);
оқуғучиларниң билимини системилиқ мониторинглаш;
издиниш вә қошумчә материаллар қоллинишни тәләп қилидиған тапшуруқларни орунлатқузуш;
оқуғучиларниң тәтқиқат паалийитини вә тәтқиқатқа асасланған паал оқушқа интилдуруш;
оқуғучиларға алдин-ала берилидиған һәрхил стильдики язма мәтинләрниң үлгисини қоллиниш (муәллим алдин-ала модельлар билән үлгиләрни бериду).
Асасий диққәт билимгә әмәс, шу билимни қоллиниш жәрияниға қаритилиду. Оқуғучиларниң билим елиш давамидики утуқ, муваппәқийәтлири билән алдидики қәдәмлирини ениқлаш үчүн оқуғучиниң ениқ мәхсити билән утуқ критерийлирини алдин –ала бәлгүләш керәк.
Үчтиллиқ сәясәткә мувапиқ уйғур тилини оқутуш мәзмунини қоллаш:
1) оқутуш тилида қоллинилидиған (қелиплашқан коммуникатив адәтләр) билән тәңқидий нуқтидин пикир қилиш (ойлаш) адәтлири қазақ тилида, рус тилида, уйғур тилида, инглиз тилида оқулидиған башқа пәнләрни утуқлуқ өзләштүрүшкә тәсир қилидиғанлиғи ениқ. Башланғуч синип муәллимлири тил билән әдәбият пәнлирини оқутуп, тилларни оқуғучиларниң күндилик турмушта, ижтимаий муһитта оқутуш мәхситигә мунасип қоллиниш имканийәтлирини күчәйтиш арқилиқ үчтиллиқ оқутуш сәяситигә өз төһписини қошалайду. Тил пәнлириниң муәллимлири оқуғучиларға қазақ тилини, рус тилини, уйғур тилини вә инглиз тиллириниң охшашлиғи билән пәрқигә диққәтни жәлип қилиду. Һәммә қалған пәнләрниң қоллинидиған асаслиқ қуралиму тил екәнлигини чүшәндүриду;
2) тилни муәллимләр пән мәзмунини пәнарилиқ бағлинишни орнитишқа мүмкинчилик беридиған мавзулар билән, мәтинләр билән, адәтләр билән, оқуш паалийитиниң түрлири билән, оқуш вәзипә, мәжбурийәтлири билән, оқуш мәхсәтлири билән толуқлайду вә шундақла оқуғучиларниң умумий академиялик тилини риважландурушқа вә башқа пәнләрни ақуп, билишкә һажәтлик адәтләрни төвәндикидәк қелиплаштурушқа асас болиду: мавзуни һәр хил қиридин тәһлил қилиш, вақиәниң сәвәплири билән ақивәтлирини чүшәндүрүш, пикирләр билән мәнбәләрни айрип, тонуш, таллаш мавзуларни тәһлил қилишқа қатнишиш; һәртүрлүк әхбарат мәнбәлирини баһалаш; башқиларға чүшинишлик әхбарат сунуш. Тилчи муәллимләр башқа пән муәллимлири билән зич мунасивәттә болуп, уларниң ой-пикригә мәслиһәтлиригә қулақ селип, тил дәрислирини сүпәтлик дәрижигә көтиришкә жими имканийәтләрни қоллиниду.
Түрлүк мәдәнийәт билән көзқарашларға һөрмәт туйғусини қелиплаштуруш:
1) билим беришниң йеңи йөнилиши оқутуш билән тәрбийиләштики демократиялик вә гуманистлиқ йөнилишләргә риайә қилған һалда һәрхил мәдәнийәтләрниң риважлиниши билән алаһидиликлирини һесапқа елиштур. Оқуғучилар қазақстанлиқ көпмилләтлик жәмийәттә яшап, мунасивәт жәриянида өз ара сәвир-тақәтлик болуп, башқа милләт мәдәнийәтигә болған һөрмәт, еһтирам туйғусини билдүрүш қатарлиқ муһим пәзиләтләргә егә болуш лазим. Бу әснада мәдәнийәтлик вә һәрхил мәдәнийәткә дегән иззәт-һөрмәт туйғусини қелиплаштуруш әвладиға егә жәриян − билим бериш жәрияни екәнлиги мәлум;
2) «Сават ечиш» пәнини оқутуш жәрияни оқуғучиларниң түрлүк мәдәнийәт билән көзқарашларға һөрмәт туйғусини қелиплаштурушни асасий вәзипиләрниң бири сүпитидә алдинқи орунға қойиду. Бу мәсилә йәккә шәхслик, шәхсарилиқ вә мәдәнийәтарилиқ салаһийәтләрниң ажралмас бир қисмидур. Бу салаһийәтләр оқуғучиларниң һәрхил ижтимаий муһитта, көп мәдәнийәтлик жәмийәттә нәтижидарлиқ вә конструктив паалийәт жүргүзүшкә имканийәт бериду;
3) «Сават ечиш» пәниниң оқуш программисида һәрхил мәдәнийәт билән көзқарашларға һөрмәт туйғусини қелиплаштуруш төвәндикидәк ипадилиниду:
қазақ тили билән мәдәнийитигә, қазақ тилиға һөрмәт билән қарашқа тәрбийиләш;
қазақ тилиниң Қазақстан хәлиқиниң милләтләрара бирлиги билән разимәнлигини сақлаш тили сүпитидики хизмитини чүшәндүрүш;
миллий мәдәнийитимизни һөрмәтләшни билиш вә Қазақстанда яшайдиған милләт вәкиллириниң әнъәнилиригә вә урпи-адәтлиригә һөрмәт билән қарашни билишкә үгитиш;
башқиларниң пикригә, көзқаришиға, етиқат вә урпи-адәт, әнъәнилиригә, һис-туйғуси билән ғайилиригә иззәт-еһтирам билән қараш, өзгиләрниң пикри билән һесаплишишни билиш хусусийәтлирини қелиплаштуруш;
һәрхил көзқарашларни тәһлил қилип, өз көзқариши билән өзгиләрниң пикрини селиштурған һалда, ойини очуқ йәткүзүшкә үгитиш;
оқуғучиларниң көптиллиқ, көпмәдәнийәтлик жәмийәттә өзини әркин һис қилиш, көпмилләтлик жәмийәттә яшаш ихтидарини қелиплаштуруш.
Оқуғучиларниң коммуникативлиқ адәтлирини риважландуруш:
1) Умумий билим бериш мәһкимилиригә (мәктәп, гимназия, лицей вә б.) беғишланған оқуш программиси мәхсәтлириниң бири вә надири– һәрхил ижтимаий топлар билән тил тепишишқа қабилийәтлик йәккә шәхсни тәрбийиләш. Мошу мәхсәткә еришиш үчүн интилдурғучи муһит һасил қилип, һажәтлик тиллиқ адәтләрни риважландуруш керәк. Мундақ муһит оқуғучиларниң савақдашлири билән, муәллимләр билән вә көпчилик билән еғизчә, язмичә мунасивәтләрдә нутуқни саватлиқ пайдилинишиға, муамилиниң һәрхил шәкиллирини қолланған һалда өз пикрини әркин билдүрүшигә имканийәт яритиду;
2) «Сават ечиш» пәнидә тиңшилим вә ейтилим адәтлирини риважландурушқа тәсир қилидиған тапшуруқлар үлгилири:
мәтинни диққәт билән тиңшап, мәзмунини чүшиниш вә соалларға жавап бериш;
тиңшалған мәтин мәзмунидин алған тәсиратларни рәсимләр арқилиқ бериш;
тиңшалған мәтинниң мәлум бир парчисини сөзләп бериш;
мәтинниң мәзмуниға қарши пикир ейтиш;
балиларға тонуш вә қизиқарлиқ тапшуруқлар бойичә сөзлишиш;
мәлум бир мавзуда бәс-муназирә уюштуруш;
мәтинниң бәзи бир вақиәлирини има-ишарәтләр билән көрситиш;
жүптә има-ишарәтләр, һәрикәтләрни пайдилинип, вақиәни йезишқа тәйярлиниш (мәсилән, «Қаритилған оқуш» вә «Қаритилған йезиш»);
тонуш чөчәк, һекайини мәзмунлаш, шеирларни ядқа ейтиш;
саламлишиш, хошлишиш, әпу сораш, миннәтдарлиқ ейтиш, өтүнүш йезиш, тонуш вә натонуш адәмләр билән, йеқинлири һәм достлири билән, тәңтушлири вә чоңлар билән, кичик балилар билән муамилә қилишқа бағлиқ рольлуқ оюнлар;
немини сорашқа вә немини сорашқа болмайдиғини тоғрилиқ муназирә қилиш;
сәһниләштүрүш;
берилгән мавзу (шу дәристә өтүлгән һекайә, чөчәк яки мәсәл) бойичә диалог (қочақларниң ярдими билән) түзүш;
3) Сават ечиш» пәнидә оқулум адитини риважландурушқа тәсир қилидиған тапшуруқлар үлгилири:
графикилиқ схема арқилиқ «оқуш»;
кәсмә һәрипләрдин боғум, сөз түзүп оқуш;
мәтиндин һажәтлик жүмлини яки сөзни тепип оқуш;
«көз билән оқуш» оюни арқилиқ оқуш;
мәтиндин бәдиий, тәсвирий сөзләрни тепип оқуш;
4) «Сават ечиш» пәнидә йезилим адитини риважландурушқа тәсир қилидиған тапшуруқлар үлгилири:
әхбаратни рәсим вә (бәлгүләр) программилар арқилиқ бериш;
сөзләрниң тоғра йезилишини (орфографиялик (имла) нормилири) өзләштүрүшкә беғишланған тапшуруқларни орунлаш;
мәтиндин сөзләрни, жүмлиләрни, қисқа парчиларни көчирип яздуруш;
мәтиндики йезилиши қийин сөзләрдин луғәт түзүш;
сөздин жүмлиләр, жүмлиләрдин мәтин түзүп йезиш;
әстә сақлаш арқилиқ йезиш;
күзәткини, сөйүмлүк ишлири, оюнлири тоғрилиқ таянчи рәсимләр билән жүмлиләрни, ихчам мәтин түзүп йезиш;
өзи түзгән мәтинни муәллимниң ярдими билән тәкшүрүш.
Достарыңызбен бөлісу: |